Бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ комитетиниң йиғини башланди
2005.03.14
Дүшәнбә күни шивитсарийиниң җәнвә шәһридә бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ комитетиниң йиллиқ йиғини башланди.
Ройтирс агентлиқиниң хәвәр қилишичә, һелиму зулумға учириғанларни қоғдаш иқтидариға игә икәнликини испатлиши үчүн, күндин- күнгә бисимға учраватқан бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ комитетиниң йиллиқ йиғини 6 һәптә давамлишидикән.
Нурғун кишиләр, һәтта бәзи бирләшкән дөләтләр кишилик һоқуқ мутәхәссислири, бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ комитетини, комитетқа әза дөләтләрни қоғдаштин башқа бир иш қилмайватиду, дәп қаттиқ әйиблимәктә.
Хәвәрләргә қариғанда, хитай, куба вә судан қатарлиқ кишилик һоқуқни әң көп дәпсәндә қиливатқан дөләтләрниң кишилик һоқуқ комитетиға әза болуши, мәзкур комитетниң етибариға дәхли йәткүзиватқан әң муһим амилларниң бири икән .
Америка һөкүмити хитай һөкүмитини хитайдики аз санлиқ милләтләрни бастуриватиду дәп қаттиқ әйиблимәктә . Лекин һазирғичә америкиниң бу қетимқи йиғин җәрянида кишилик һоқуқ комитетиға хитайни әйибләйдиған бир қарар лайиһиси сунуп- сунмайдиғанлиқи техи мәлум әмәс. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Б д т кишилик һоқуқ комитети хитай әдлийә органлирини тәнқид қилди
- Б д т дуня нопусиниң 2050 - йили тоққуз милярдтин ашидиғанлиқини мөлчәрлимәктә
- Б д т йиғинида, оттура асияниң бихәтәрлик вәзийити музакирә қилинди
- Б д т, апәт райониға ярдәм бермәкчи болған дөләтләрни вәдисини ишқа ашурушқа чақирди
- Һинди окяндики деңиз ташқини апитидин кийинки қутқузуш паалийәтлири давамлашмақта