Дунявий шәхсләр хитайни бермиға бесим ишлитишкә үндиди
2007.10.05
Франсийиниң сабиқ баш министири лионел җоспин, ирландийә президенти марий робенсонларни өз ичигә алған 20 нәпәр дунявий шәхс җүмә күни хитай дөләт рәиси ху җинтавға хәт йезип, хитайниң өз тәсир күчини ишлитип берма һәрбий даирилирини өктичи күчләр билән сөһбәт елип беришқа қайил қилишқа чақирди. Сабиқ рәһбәрләрниң хетини норвегийиниң сабиқ баш министири кҗелл магне бондевик, хитайниң ослодики баш әлчисигә тапшурған.
Хәттә,"мөһтәрәм рәиси ху , бизниң бу хәтни йезишимиздики мәқсәт бермидики мәмликәт характерлик намайиш вә шәһәр кочилирида намайишчиларни оққа тутуш сәвәблик бермида тинчлиқни вә миллий яришишни қоллишиңизни сораштур " дәп тәкитлигән. Сабиқ рәһбәрләрниң хетидә йәнә, " биз хитайниң берма һәрбий даирилирини өктичиләр рәһбири аңсән сучи вә бермидики етник милләтләр билән тинч сөһбәт өткүзүшкә қайил қилишта иҗабий рол ойниялайдиғанлиқиға ишинимиз," дәйду.
Берма демократийә иттипақи җүмә күни берма һәрбий даирилириниң аңсән сучи билән көрүшүш тәклипи еғир шәртләр билән оттуриға қоюлған болсиму, лекин сучи ханим бу тәклипни " иҗабий бишарәт", дәп ойлишидиғанлиқини билдүрди.
Сабиқ рәһбәрләрниң хетидә йәнә, хитайни б д т хәвпсизлик кеңишиниң бермиға қорал - ярақ имбаргоси қоюш қарарини вә он нәччә йилдин бери һәрбий даириләр тәрипидин аилә нәзәрбәнтидә тутуп турулуватқан аңсән сучи ханимни қоюп бериш тоғрисидики хәлқара һәрикәтни қоллашқа чақирди. Бу хәткә имза қойған сабиқ рәһбәрләр ичидә йәнә норвегийә баш министири брунтланд, бразилийә президенти кардосо, филипинниң президенти акйоно, чех җумһурийитиниң президенти васлав хавеллар бар. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка кеңәш палата әзалири берма мәсилисидә хитайни тәнқид қилди
- Берма һәрбий һөкүмити б д т хизмәтчилириниң уруқ - туғқанлирини қолға алған
- Америка , хитайни берма мәсилисидә җиддий болушқа йәнә бир рәт чақирди
- Б д т , берма һөкүмитидин қилмшидин һесабат беришни тәләп қилди
- Б д т алаһидә әлчиси бирма һөкүмитини намайишни бастурмаслиққа чақирди
- Шәрқий җәнубий асия иттипақи бермини әйиблиди, лекин хитай әйибләшни рәт қилди
- Хәлқара җамаәт бермида йүз бериватқан тоқунушни пәсәйтишкә тиришмақта
- Берма һәрбий һөкүмити намайиш қилған хәлққә оқ чиқарди