Берма һәрбий һөкүмити б д т хизмәтчилириниң уруқ - туғқанлирини қолға алған
2007.10.03
Бермидики милитарист җунта һөкүмити 10 - айниң 3 - күни кәч саәт 4 тә, б д т ниң 38 яшлиқ бир хизмәтчисиниң уруқ -туғқанлиридин үч кишини қолға алған. Франсийә агентлиқиниң баян қилишичә, бу вәқә б д т ниң пәвқуладдә әлчиси ибраһим гамбери бермидин қайтип кәткәндин кейинла йүз бәргән .
Һөкүмәт даирилири бу һәқтә изаһат беришни рәт қилған. Берма һәрбий һөкүмити һазир йәнила кучиларда апшаркиларниму ишқа селип җиддий гүзәт қилишни давамлаштурмақта.
Хәвәрдә ейтилишичә, б д т ниң пәвқуладдә әлчиси гамбери әпәнди бермида йүз бәргән раһипларниң әркинлик намайишида 1000 нәпәр раһип қолға елинған, 13 адәм етип өлтүрүлгән, сули мунари алдида бир нәпәр японийә мухбири етип ташланған вәқә һәққидә, берма әркинлик һәрикитиниң йетәкчиси нобил тинчлиқ мукапатиға еришкән аңсән суҗи ханим билән көрүшкән вә 1962 - йилидин башлап һакимийәтни игиливалған милитарист җунта қисимлириниң баш қомандани тан шев билән сөзләшкән иди. Гамбери әпәнди келәр һәптидә , берма мәсилиси һәққидики тәкшүрүштин баш катип бан кимунни хәвәрләндүрмәкчи.
Америка авазиниң хәвәр қилишичә, коммунист хитай һөкүмити б д т йиғинида берма һәрбий һөкүмитини җазалашни рәт қилғандин кейин, хитайниң б д т да турушлуқ вәкили ваң гуаңя йәнә берма мәсилиси хәлқаралиқ муқимлиққа тәсир көрсәтмәйду, ғәрбниң бермини җазалаш тәдбири ақмайду, җуңго йәнила башқа дөләтниң ички ишиға арилашмаслиқ мәйданида чиң туриду, дегән. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка , хитайни берма мәсилисидә җиддий болушқа йәнә бир рәт чақирди
- Б д т , берма һөкүмитидин қилмшидин һесабат беришни тәләп қилди
- Рабийә қадир ханим лондондики паалийәтлирини башливәтти
- Б д т алаһидә әлчиси бирма һөкүмитини намайишни бастурмаслиққа чақирди
- Шәрқий җәнубий асия иттипақи бермини әйиблиди, лекин хитай әйибләшни рәт қилди
- Хәлқара җамаәт бермида йүз бериватқан тоқунушни пәсәйтишкә тиришмақта
- Берма һәрбий һөкүмити намайиш қилған хәлққә оқ чиқарди
- Бермидики намайиш дағдуғулуқ давамлашмақта
- Хейлуңҗяңда деһқанлар билән хитай сақчилар тоқунушти
- Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати: кишилик һоқуқни бихәтәрликкә қурбан қиливетишкә болмайду