Америка кеңәш палата әзалири берма мәсилисидә хитайни тәнқид қилди
2007.10.04
Америка кеңәш палата әзалири америкиниң хитай билән һиндистанға , буддист раһиплар вә демократийә паалийәтчилириниң намайишини бастурған берма һәрбий даирилири билән мунасивитини үзүш тоғрисида җиддий бесим ишлитишни тәләп қилди.
Кеңәш палата әзаси җон кәррий, чаршәнбә күни кеңәш палатаси ташқи мунасивәтләр комитетидики испат бериш йиғинида хитайни агаһландуруп, әгәр хитай берма билән болған зич иқтисади мунасивитидин пайдилинип бермида өзгириш ясимиса, 2008 - йили өткүзүлидиған бейҗиң олимпик йиғиниға көләңгә чүшиду, дәп көрсәтти. У йәнә, "хитай, раһипларни будда ибадәтханилиридин тазилашниң қобул қилғили болмайдиғанлиқини биливелиши керәк "дәп агаһландурди.
Йиғинда җумһурийәтчи кеңәш палата әзаси мич микконнел,хитай билән һиндистанниң берма мәсилисидики мәйданини әйибләп, "уларниң позитсийиси демократийә тәрәпдарлирини қоллайдиған позитсийә әмәс " деди. Берма һәрбий даирилири раһипларниң намайишини бастурғандин кейин, б д т баш катипи бан ке мун алаһидә вәкили ибраһим гамбәрини бермиға әвәтип, тәрәпләрни яраштурмақчи болған иди. Лекин бан ке мун, чаршәнбә күни гамбәриниң берма сәпирини" мувәппәқийәтлик болди дәп қариғили болмайду "дәп көрсәтти. Бан ке мунниң әскәртишичә, б д т хәвпсизлик кеңишиниң әзалири җүмә күни йиғин ечип, бермиға буниңдин кейин қоллинидиған һәрикәтни музакирә қилидикән.
Лекин гамбәриниң берма сәпиригә хитай иҗабий баһа бәрди. Хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси лю җйәнчав," берма һөкүмити билән гамбәри арисида елип берилған сөһбәткә иҗабий баһа беримиз " дәп тәкитлигән. Хитай берма һәрбий даирилириниң тинч намайишчиларни бастурғанлиқини әйиблимигән иди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Берма һәрбий һөкүмити б д т хизмәтчилириниң уруқ - туғқанлирини қолға алған
- Америка , хитайни берма мәсилисидә җиддий болушқа йәнә бир рәт чақирди
- Б д т , берма һөкүмитидин қилмшидин һесабат беришни тәләп қилди
- Б д т алаһидә әлчиси бирма һөкүмитини намайишни бастурмаслиққа чақирди
- Шәрқий җәнубий асия иттипақи бермини әйиблиди, лекин хитай әйибләшни рәт қилди
- Хәлқара җамаәт бермида йүз бериватқан тоқунушни пәсәйтишкә тиришмақта
- Берма һәрбий һөкүмити намайиш қилған хәлққә оқ чиқарди
- Бермидики намайиш дағдуғулуқ давамлашмақта
- Хитай билән русийә б д т ниң берма кишилик һоқуқи қарарини немә үчүн рәт қилди ?
- Бермидики чин миллитиниң мусапирлири америкидин паналиқ телимәктә