Хәлқара җамаәт бермида йүз бериватқан тоқунушни пәсәйтишкә тиришмақта


2007.09.27

яврупа иттипақи пәйшәнбә күни кәчтә америка билән ортақ баянат елан қилип, өзлириниң тенчлиқ йосунда намайиш елип бериватқан бирмилиқларни қоллайдиғанлиқини ипадиләш билән бирликтә, бирма һәрбий һөкүмитиниң зораванлиқ вастилирини қоллинип намайишчиларни бастуруш қилмишини әйиблиди.

Берма раһиблири билән хәлқиниң демократийә бәрпа қилиш үчүн елип барған паалийити башлинип бир һәптидин кейин, бирма һәрбий һөкүмити мәзкүр һәрикәтни қораллиқ бастурушқа башлиди.

Бирләшмә баянатта йәнә, берма рәһбиригә алаһидә агаһландуруш берилгән болуп, бирма бихәтәрликни сақлаш қисимлириниң намайишчиларға қаритип оқ чиқиришқа охшаш бастурмичилиқиниң мәсулийитини бирма рәһбириниң өз үстигә елиши тәләп қилинған.

" Биз , бирма даирилириниң хәлқни бастуруш һәрикитини тохтитип, бирма сиясий өктичилириниң рәһбири мәшһур кишилик һоқуқ паалийәтчиси әнсаң сучи ханим һәмдә аз санлиқ милләт вәкиллирини өз ичигә алған демократийини қоллиғучи рәһбәрләр билән диалог елип беришини халаймиз " дейилгән мәзкүр баянатта йәнә, хитай , һиндистан шәрқий җәнубий асия дөләтлири иттипақи һәмдә бермиға қошна дөләтләрниң бирма хәлқини қоллиши тәшәббүс қилинған.

Бу арида бирләшкән дөләтләр тәшкилати алаһидә вәкилини бермиға әвәтип икки тәрәп оттурисида мурәссә қилип , җиддий вәзийәтни пәсәйтишкә буйриди. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.