Шәрқий җәнубий асия иттипақи бермини әйиблиди, лекин хитай әйибләшни рәт қилди


2007.09.28

Шәрқий - җәнубий асия әллири иттипақи җүмә күни башқа дөләтләрниң ички ишлириға арилашмаслиқ қаидисини бузуп, тарихида тунҗи қетим башқа дөләтләрни әйибләйдиған баянат елан қилди. Баянатта, берма һәрбий даирилириниң демократийә тәләп қилған тинч намайишчиларни бастурғанлиқи кишини"йиргәндүридиған" қилмиш, дәп әйиблиди.

Хәвәрләргә қариғанда берма һәрбий һөкүмити йеқинқи 2 күн ичидә аз дегәндә 10 нәпәр демократийә тәләп қилғучи намайишчини етип өлтүргән. Шәрқий җәнубий асия әллири иттипақи берма һәрбий һөкүмитидин зораванлиқни тохтитип, барлиқ сиясий мәһбусларни қоюп бериш, җүмлидин берма демократийә һәрикитиниң рәһбири аңсән сучини қоюп беришни тәләп қилди.

Ш җ а ә и ниң бу нөвәтлик рәис дөлити, сингапор ташқи ишлар министири җорҗ йов, б д т ниң ню йорктики йиғини җәрянида, "берма зораванлиқ сияситини өзгәртмисә, у пүтүн шәрқий җәнубий асияни талапәткә сөрәп кириши мумкин " дәп агаһландурди. У йәнә, берминиң шәрқий - җәнубий асия иттипақидики дөләтләргә дәхли - тәруз йәткүзүватқанлиқини тәкитлигән. Лекин берминиң дунядики әң йеқин дости хитай, берма һәрбий даирилирини ашкара әйибләшни рәт қилип, пәқәт бермидики тоқунушиватқан тәрәпләрниң өзини тутувелишини тәвсийә қилди.

японийә мәтбуатлириниң хәвәр қилишичә, японийә баш министири ясу фукуда хитай баш министири вен җябав билән телефонда сөзлишип, бермидики вәзийәтни тинҗитишта ярдәмчи болушни тәләп қилған. Вен җябав болса бермиға нәсиһәт қилидиғанлиқини билдүргән. Буниң алдида хитай америка вә явропа дөләтлириниң б д т хәвпсизлик кеңиши берма һәрбий даирилирини әйибләйдиған қарар чиқириш тәлипигә қарши чиққан иди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.