Бермадики һәрбий һакимийәткә қарши дуня ниң һәрқайси дөләтлиридә кәң көләмлик намайишлар өткүзүлмәктә


2007.10.06

Шәнбә күни берма ниң һәрбий һакимийитигә қарши дуня ниң нурғунлиған дөләтлиридә наразилиқ намайишлири елип берилди. Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң уюштуруши билән асия, яврупа вә шималий америка дөләтлиридә елип берилған наразилиқ намайишлириға миңлиған киши қатнашқан.

Өткән һәптә бермада, бу дөләттики һәрбий һакимийәткә қарши тинчлиқ билән елип берилған наразилиқ намайишниң қанлиқ бастуролғанлиқиға қарши хәлқара җамаәтниң наразилиқи күнсери күчәймәктә. Болупму, берма һөкүмити, наразилиқ намайишии җәрянида, миңлиған кишиниң берма бихәтәрлик қисимлири тәрипидин тутулғанлиқини итрап қилғандин кейин, хәлқара ниң наразилиқи техиму күчәйгән.

Америка, әгәр бермадики һәрбий һакимийәт хәлқара җамаәтниң бермада демократик ислаһат елип бериш тоғрисидики тәләплирини қобул қилмиса, б д т ниң бермиға қарши иқтсадий җаза йолға қоюши үчүн, тиришидиғанлиқини билдүрди.

Берма һөкүмити 26‏- вә 27‏- сентәбир күнлири елип берилған бастурушта, 10 кишиниң өлгәнликини вә 2100 кишиниң қолға елинғанлиқини билдүрди. Лекин берма өктичи тәшкилатлири бастуруш җәрянида 200 дин артуқ намайишчиниң өлгәнликини вә 6000 ға йеқин намайишчиниң қолға тутулғанлиқини билдүрмәктә.

Хәлқара җамаәтниң бермадики бастурушқа қарши болған наразилиқи күнсери күчийиватқан бир пәйиттә, хитайниң б д т дики вәкили, бермадики вәзийәт хәлқара ниң вә районниң тинчлиқи вә бихәтәрлики үчүн тәһдит һесабланмайду дәп, көрсәтти.

Хитайниң б д т дики вәкили ваң гуваңя җүмә күни бәргән баянатида, "хәлқара бесим бермадики вәзийәтниң техиму мурәккәплишишигә сәвәб болиду. Б д т бихәтәрлик кеңиши берма мәсилсигә мәсулийәтчанлиқ билән муамилә қилиши керәк" дегән.

Көпчиликкә мәлум болғандәк, хитай берма һәрбий һакимийитиниң дунядики әң йеқин иттипақдиши һесаблиниду. (Өмәр қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.