Карлос: хитай, америкида бекинмичилик кәйпиятиниң шәкиллинишикә түрткә болмақта
2006.03.29
Хитайдики зияритини ахирлаштурған америка сода министири карлос гутирез чаршәнбә күни хитайни агаһландуруп, хитайниң сода базирини әркин қойивәтмәслики сәвәбидин, нөвәттә америкида өзини қоғдаш характеридики бекинмичилик кәйпиятиниң барғансери ешиватқанлиқини билдүрди.
Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, карлос бейҗиңдики америкиниң сода әрбаблириға қилған сөзидә, "америка дөләт мәҗлисиниң хитайға сода чәклимиси қоюш мәсилсиидә қанун лайиһиси түзүп чиқишниң өзи, америкида бекинмичилик дәвригә қәдәм қоюш кризисиниң мәвҗутлиқини әкис әттүриду" дәп билдүргән.
Карлос сөзидә йәнә, бу әһвалниң америкиға пайдисиз болупла қалмастин, хитай өзигә һәмдә хитайниң әмди йетиливатқан аҗиз иқтисадиғиму зиянлиқ икәнликини ейтти. У " биз хитайниң әң чоң мал сетивалғучиси. Әгәр бундақ чоң мал сетивалғучи орун әркин базардин бекинмичи базарға өзгәрсә, у чағда бу хитайниң иқтисадий вә җәмийитигә зор тәсир көрситиду" дәйду.
Америкиниң хитай билән болған пассип сода баланиси һазир 202 милярд америка доллириға йәткән болуп, хитай һөкүмити америкиниң тәклипини қобул қилмай, базарни әркин қоюветиш җәһәттә күч чиқиралмиғанлиқи үчүн, америкида һазир өзини қоғдаш характеридики бекинмичилик кәйпиятини шәкилләндүрүп қоймақта. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка сода әмәлдари: хитай-америка содиси адил болмиди
- Америка кеңәш палата әзаси бейҗиңни хитай - америка сода тәңпуңлиқи тоғрисида агаһландурди
- Америка: хитай вәдисигә "уятсизларчә" хилаплиқ қилмақта
- Хитайниң Unocal ни сетивелиш арзуси сияси тосалғуға дуч кәлди
- Америка сода министири хитайниң америка мәһсулатлириниң патент һоқуқини қоғдашни тәләп қилди