Америка бин ладинниң тәклипини рәт қилди

Америка һөкүмити, 19 ‏- январ күни әлқаидә тәшкилатиниң рәиси осма бин ладинниң уруш тохтитиш тоғрисидики шәртлик тәклипини рәт қилип, америкиниң террорчилар билән сөһбәтләшмәйдиғанлиқини билдүрди.

Америкиниң муавин президенти дик чени әлқаидә тәшкилати рәһбириниң тәклипи бир тактика болуши мумкин, лекин бу тәклиптин бир хуласә чиқириш үчүн техи әтигән, деди

Әлҗәзирә телевизийиси 19- январ күни осма бн ладинниң бир синалғу линтисиға илинған баянатини көрсәтти. Осма бин ладин баянатида, бир тәрәптин америка билән урушни тохтитишқа тәйяр икәнликини билдүрүп, йәнә бир тәрәптин әлқаидә тәшкилатиниң америка земинида йеңи һуҗумлар елип бериш үчүн тәйярлиниватқанлиқини тәкитлигән.

Ақсарайниң баянатчиси скот макмилан, әлқаидә рәһбәрлири вә башқа террорчиларниң қачидиған йәр изләватқанлиқи ениқ. Улар қаттиқ бесм астида, биз террорчилар билән сөһбәтләшмәймиз. Бу урушни террорчилар башлиди. Президент буш ейтқандәк, бу урушни биз өзимиз халиған бир җайда вә өзимиз халиған бир вақитта аяқлаштуримиз, деди.

Бин ладин синалғудики баянатида, америка билән урушни тохтитиш үчүн немә шәрти бар икәнлики тоғрисида ениқ бир немә демигән, лекин шәртиниң америка қисимлириниң ирақтин чикинип чиқиши билән мунасивәтлик икәнлики һәққидә бишарәт бәргән. (Қанат)

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org