Америка һәр қайси тәрәпләрни "бирләшмә баянат" ни иҗра қилишқа дәвәт қилди
2005.09.21
Америка һөкүмәт даирилири, чаршәнбә күни шималий корийиниң тинч йолларға ишлитилидиған ядро қазини бериш тәлипини рәт қилди. Әмма алтә тәрәп сөһбитидә бирликкә кәлгән бирләшмә баянатниң иҗра қилинидиғанлиқиға ишәнчисини билдүрди.
Сәйшәнбә күни шималий корийә америкидин тинич йолларға ишлитилидиған ядро қазини беришни тәләп қилип, униңға еришмигичә ядро пиланидин ваз кәчмәйдиғанлиқини билдүргән иди.
Шу күни америкиниң ташқи ишлар министири кондилиза райис б д т дә қилған сөзидә, америкиниң шималий корийиниң тәлипи арқидин қоғлишип маңмайдиғанлиқини билдүрди. У йәнә, "әгәр һәр қайси тәрәп дүшәнбә күни келишкән бирләшмә баянатта чиң туралиса, у һалда биз чоқум нәтиҗиләрни қолға кәлтүрәләймиз" деди.
Ройтирс агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, башқа дөләтләр вә хәлқара атом енергийә оргиниму чаршәнбә күни пйоңяңни ядро пиланидин ваз кечиш вәдисидә чиң турушқа чақирған.
Әмма, америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң билдүрүшичә, пйоңяң чаршәнбә күни йәнә америкини қаттиқ тәнқидләп, "америка аввал ядро қоралларни тартивалғандин кийин, андин шималий корийини бәрбат қилмақчи болди" дәп әйиблиди. Хәвәрдә ейтилишичә, бу дүшәнбә күни бейҗиңда мақулланған " алтә тәрәп ортақ баянати" ниң әмәлгә ешишиниң анчә асанға чүшмәйдиғанлиқидин дерәк беридикән. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Шималий корийә ядро қораллардин ваз кечиш вәдисигә йеңи шәрт қошти
- Шималий корийә йерим арилида тинчлиқтин үмид пәйда болди
- Шималий корийә ядро қораллар пиланидин ваз кәчкәнликини җакарлиди
- Шималий корийә ядро қораллар сөһбити талаш тартишқа чүшүп қалди
- Шималий корийә үчүн пул ақлиған авмендики бир хитай банкиси тәкшүрүлмәктә