Америка билән японийә, тәйвәнни икки дөләт хәвпсизлик рамкисиниң ичигә алиду


2005.02.18

Америка билән японийә тәйвән боғузиниң бихәтәрликини икки дөләт хәвпсизлик рамкисиниң ичигә елиши мүмкин.

"Вашингтон почта гезити", америка билән японийиниң һәрикити бейҗиң даирилириниң ғәзипини қозғайдиғанлиқини илгири сүрди. "Вашингтон почта гезити" ниң ашкарилишичә, тәйвән боғузини америка - японийә хәвпсизлик рамкисиниң ичигә елиш келишими, шәнбә күни америка ташқи ишлар министири кондилиза райис билән дөләт мудапиә миниситири доналд рамсфилд , вашингтонда японийә дөләт мудапиә министири йошинори ону билән көрүшкәндин кейин елан қилинидикән.

японийиниң тәйвәндә турушлуқ алаһидә вәкили ко се-кой, " бу японийиниң тәйвән мәсилисидә тунҗи қетим ениқ ипадә билдүрүши," дәп көрсәтти. японийә тәйвән мәсилисидә бивастә ипадә билдүрүштин һазирға қәдәр өзини қачуруп кәлгән.

Ко се - кой, " японийиниң тәйвән мәсилигә әмди бивастә көңүл бөливатқанлиқини" билдүрди. Йошинори ону билән японийә ташқи ишлар министири нобутака мачимура җүмә күни вашингтонға қарап йолға чиққан. "Вашингтон почта гезити", японлар буш һөкүмитиниң тәйвән боғузидики бихәтәрликни икки дөләт оттурисидики " ортақ истратегийилик нишан," дәп тәриплишигә қошулидиғанлиқини билдүрди.

Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, америка һөкүмитидики әмәлдарлар, америкилиқларниң японийилик министирлар билән тәйвән боғузи вәзийитини өз ичигә алған асиядики бихәтәрлик мәсилилири бойичә сөһбәт елип баридиғанлиқини ашкарилиған. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.