Хитайниң "бөлүнишкә қарши туруш қануни" америка билән тәйвәнниң диққитини қозғиди


2004.12.24

Ройтерс ахбарат агентлиқи, америка билән тәйвән хитайниң "бөлүнишкә қарши туруш қануни" чиқириш тиришчанлиқини биарамлиқ билән күзүтиватқанлиқини хәвәр қилди.

Ройтерс ахбарат агентлиқиниң билдүрүшичә, чиқирилиш алдидики "бөлүнүшкә қарши туруш қануни" да, әгәр тәйвән мустәқиллиқини җакарлиса, қораллиқ һуҗум қилиш бәлгилинидиған яки бәлгиләнмәйдиғанлиқи һазирчә мәлум әмәскән. Хоңкоңдики җоңго ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитай чоң қуруқлуқидики қануншунас шү зоңде, мәзкур қанунниң тәйвәнгә қаритилғанлиқини бирақ, " тибәт билән шәрқий түркистанни өз ичигә алидиған яки алмайдиғанлиқини, қанун чиқириш органлириниң чүшәндүрүшигә тоғра келиду," дәп көрсәткән.

Хитай хәлқ қурултийи даимий комитетиниң 25 - декабирдин 29 - декабирғичә ечилидиған 13 - нөвәтлик йиғини, "бөлүнүшкә қарши туруш қанун лайиһисини" көздин кәчүриду. Әгәр мәзкур қанун лайиһиси бу қетимқи йиғинда мақулланса, хәлқ қурултийиниң келәр йили 3 - айда ичилидиған мәмликәтлик йиғининиң тәстиқлишиға сунилиду.

Ройтерс ахбарат агентлиқи, америкиниң мәзкур қанун тәйвән боғузидики һазирқи вәзийәтни техиму җиддиләштүрүветишидин әнсирәйдиғанлиқини билдүрди. "Бөлүнүшкә қарши туруш қанун лайиһиси" мәркизи германийидики дуня уйғур қурултийиниң тәнқидигә учриған. Қурултай иҗраийә комитетиниң рәиси алим сейтофф, "хитай һөкүмити уйғурларға қаритилған бастурушни қанунлаштурушқа урунмақта," дәп әйиблигән иди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.