Америка "дөләтни парчилашқа қарши туруш қануни" ға қарши туридиғанлиқини тәкрарлиди
2005.04.22
Хитайни зиярәт қиливатқан франсийә баш министири рафарин, пәйшәнбә күни бейҗиңда франсийиниң талаш - тартиштики "дөләтни парчилашқа қарши туруш қануни" ға қарши әмәсликини җакарлиғандин кейин, америка һөкүмити шу күни тәйвәнгә қаритилған мәзкур қанунға қарши туридиғанлиқини тәкрарлиди.
Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, америка ташқи ишлар министирлиқидики әмәлдарлар " франсийиниң өз көз- қаришиға игә болуш һоқуқи бар..... Әмма бизниң қаришимизчә "дөләтни парчилашқа қарши туруш қануни" чиқириш пайдисиз," дәп тәкитлигән. Вашингтондики даириләр, бейҗиңдики баянатида франсийиниң мәзкур қанунға қарши әмәсликини тәкитлигән рафаринниң сөзигә инкас қайтуруп, франсийиниң баянати явропа иттипақиға ярашмиғанлиқини илгири сүрди.
Рафарин, пәйшәнбә күни хитай баш министири вен җябав билән биргә елан қилған баянатида, " дөләтни парчилашқа қарши туруш қануни франсийиниң мәйданиға тамамән зит әмәс," дәп көрсәткән иди. Рафарин, бейҗиңда явропа иттипақиниң қорал- ярақ имбаргосини бикар қилиш үчүн тиришидиғанлиқини билдүргән. Әмма вен җябав, имбарго билән кишилик һоқуқ мәсилисини өз- ара бағлашқа қарши турди. Уларниң сөһбити хитайдики өлүм җазалирини шундақла әмгәк билән үзгәртиш лагирлирини өз ичигә алған һәр қайси темидики мәсилиләргә четилған. Хитай һөкүмити шу күни франсийә билән сода соммиси 3 милярд 200 милйон доллар келидиған 30 данә йолучилар айрупилани сетивелиш тохтами имзалиди. (Әркин)