Әнгилийә баш министири бровин хитай вә һиндистанға қаратқан зияритини башлиди


2008.01.17

Әнгилийә баш министири гардон бровин пәйшәнбә күнидин етибарән, хитай вә һиндистанға қаратқан зияритини башлиди.

Америка бирләшмә агентлиқиниң билдүрүшичә , бу бровин вәзипигә тәйинләнгәндин буян тунҗи қетим асиядики икки дөләттә зиярәт елип бериши болуп, униң бу қетимқи зияритиниң асаслиқ мәқсиди иқтисад вә муһит мәсилиси икән.

Бу арида рейтерс агентлиқи, хәлқарадики кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң, бровиндин хитай рәһбәрлири билән көрүшкәндә чоқум кишилик һоқуқ мәсилисини тәкитлишини тәшәббус қилғанлиқини елан қилди. Мәркизи нйорктики кишилик һоқуқни көзүтүш тәшкилати, бровинға бир пәрчә очуқ хәт йоллап, бровинни, ахбарат әркинлики, қанунни тоғра иҗра қилиш, өктичиләрни түрмидин қоюп бериш, дарфур мәсилисигә көңүл бөлүш қатарлиқ муһим мәсилиләрни оттуриға қоюшини тәләп қилған.

Кишилик һоқуқ тәшкилатлири билән бир қатарда дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит, рейтерс агентлиқиниң зияритини қобул қилип, бейҗиң һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан барлиқ сиясий зулумлириға хатимә беришини тәләп қилди.

Әнгилийә әркин тибәт һәрикити тәшкилатиму бровинға мәктуп йоллап , өз тәләплириниң хитай һөкүмитигә йәткүзүлүшини тәшәббус қилған. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.