Әнгилийә баш министири хитай зияритини аяқлаштурди


2008.01.19

Хитайға қаратқан икки күнлүк зияритини аяғлаштурған, әнгилийә баш министири җурдон бравн, зияритиниң иккинчи күнидә, муһитни қоғдашта өз-ара һәмкарлиқни күчәйтиш мәсилсини, хитай рәһбәрлири билән сөһбәт теминиң асаслиқ мәзмуни қилған.

У, шәнбә күни шаңхәйдә бәргән баянатида, хитай вә әнгилийиниң, муһитни қоғдашта бир-бири билән һәмкарлишиш мәсилисидә йеңи бир дәвргә аяқ басқанлиқини билдүргән.

Хәвәрләргә қариғанда, әнгилийә баш министири, җүмә күни хитай рәһбәрлири билән елип барған сөһбәтлиридә, икки дөләт оттурсидики иқтисадий мунасивәтләрни техиму күчәйтиш мәсилисини тәкитлигән.

Әнгилийә баш министири җордон бравнниң хитай зиярити һарписида, хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири шуниңдәк уйғур вә тибәт тәшкилатлири, униңдин бу қетимқи зиярити җәрянида, кишилик һоқуқ мәсилсини чоқум оттуриға қоюшини вә хитай һөкүмитигә 2008‏- йиллиқ олимпик тәнһәрикәт йиғиниға саһибханилиқ қилиш һоқуқи бейҗиңға берилгәндә, кишилик һоқуқниң хитайдики вәзийитини яхшилаш тоғрисида хәлқара җамаәткә бәргән вәдисигә әмәл қилишии үчүн бесим ишлитишини тәләп қилған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.