Русийилик намайишчилар: амур дәряси хуңхе әмәс
2005.12.02
Русийиниң хабаровски шәһиридики пуқралар җүмә күни бу шәһәрдики хитай консулханиси алдида намайиш өткүзүп, хабаровскийда русийә даирилири билән йиғин ечиватқан хитай әмәлдарлиридин амур дәрясиниң булғиниш әһвали тоғрисида техиму көп учурлар билән тәминләшни тәләп қилди. Шуниң билән биргә хитай һөкүмити шу күни оттуридики сүркилишни юмшитиш үчүн русийини 150 тонна карбон вә булғиниш әһвалини көзүтүш әсваблири билән тәминләшкә вәдә қилған. Хитай һөкүмити 13 - ноябирда җилиндики нефит - химийә завутида йүз бәргән партлаш вәқәсини йошуруп, суңхуаҗяң дәрясиниң булғинишини кәлтүрүп чиқарғандин кейин русийидин әпу сориған иди.
Русийә мәтбуатлириниң хәвәр қилишичә, русийидики милләтчи родина партийисиниң әзалири вә һәрбий порма кийгән бир қисим казаклар, хитай консулханисиниң алдида " амур дәряси хуаңхе әмәс," дегән шоарларни товлиған. Хитай ташқий ишлар министирлики баянатчиси чин гаң җүмә күни русийә билән хитайниң һазирғичә төләм төләш мәсилиси үстидә сөһбәт өткүзүп бақмиғанлиқини билдүрди. Суңхуаҗяң вәқәси русийиниң хабаровски чегра районида хитайға қарши кәйпиятни күчәймәктә. (Әркин)