Хитай пуқралири муһит булғиниш мәсилиси нөвәттә һәл қилишқа тегишлик муһим мәсилә дийишмәктә


2007.02.25

Шинхуа агентлиқи йәкшәнбә күни 2007 ‏- йиллиқ икки қурултай мәзгилидә, пуқраларниң көңүл бөливатқан муһим мәсиллири үстидә тәкшүрүш елип берип, бу һәқтә дәсләпки доклатни елан қилди.

Хитайда хәлқ қурултийи вә сиясий кеңәш қурултийи ечилиш һарписида, мәзкүр икки йиғин һәққидә ентернет тор бетидә хәлқниң райини синаш елип берилған болуп, 90 % тин артуқ ентернет муштилириниң қаришичә, хитайниң муһитни қоғдаш хизмитиниң яхши елип берилмайватқанлиқи инкас қилинған.

Муһитни қоғдаш мәсилисидә, 1400 адәмниң ичидә 5.90 Пирсәнт адәм муһит мәсилиси, җидди бир тәрәп қилинмиса болмайдиған муһим мәсилә дәп билдүрсә йәнә 28 . 55 % Адәм суниң булғиниш мәсилисгә әһмийәт беридиғанлиқини билдүргән.

Хитай һава райи идарисиниң башлиқи йеқинда хитайниң шималида йүз бәргән қурғақчилиқ һәмдә қишта һаваниң пәвқулладә иссип кетиш һаләтлириниң һәқиқәтән муһитни булғаш түсини алған завут карханиларниң ис - түтәклири билән зич мунасивәтлик икәнликигә иқрар қилған.

Нөвәттә уйғур елиниң муһит булғиниш әһвалиму интайин еғир болуп, завут карханиларни шәһәр мәркәзлиригә орунлаштуруш, қалаймиқан орман кесиш қатарлиқ мәсилиләр муһитниң булғунишини мәйданға кәлтүриватқан асаслиқ амиллардин һесаблинидикән. Истансимизға кәлгән инкаслардин мәлум болишичә, уйғур елида суниң булғиниш әһвали техиму еғир болуп, уйғур деһқанлири булғанған паскина суларни ичип түрлүк кесәлликләргә гириптар болған. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.