Хитай һөкүмити президент бушни пүтүн дуняни сорашқа теришиватиду дәп әйиплиди


2004.11.01

Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитай һөкүмити америкида өткүзүлидиған президент сайлими һарписида, америка президенти бушни пүтүн дуняни башқурушқа уруниватиду дәп әйиплиди.

Хитайниң муавин баш министири чән чичән тәрипдин әнглизчә чиқидиған хитай күндилик гезитидә елан қилинған бир обзорда ейтилишичә, ирақниң америка қисимлири тәрипидин ишғал қилиниши хәлқара террорчилиққа қарши иттипақни парчилап, дунядики диний вә миллий тоқунушларни техиму кәскинләштүривәткән.

Хәвәрләргә қариғанда, чән чичән ниң бу тәнқиди, хитай һөкүмитиниң һазирғичә америка президент сайлими тоғрисида пикир баян қилмаслиқ вә президент кандидатлири һәққидә ипадә билдүрмәслик принсипидин ваз кәчкәнликини көрситидикән.

Америка бирләшмә агентлиқиниң билдүрүшичә, гәрчә хитай һөкүмити америка башчилиқида елип бериливатқан хәлқара террорчилиққа қарши урушни қоллаватқан болсиму, лекин президент бушниң мәқсәтлиридин әндишә қилидикән. Хитай һөкүмити шундақла америкиниң оттура вә җәнубий асияда күнсери көпийиватқан һәрбий мәвҗудийитидин қаттиқ әндишә қилидикән.

Хәвәрдә ейтилишичә, хитай муавин баш министири чән чичәнниң президент буш һәққидә тосаттин бундақ бир ипадә билдүрүшиниң сәвәби техи мәлум әмәс, әмма, америка - хитай мунасивәтлири йеқиндин буян болупму, икки дөләт арисида сода мәсилсисдә оттуриға чиққан ихтилаплар вә америка һөкүмитиниң гуантанамода тутуп туруливатқан уйғурларни хитайға қайтурмаслиқ қарари түпәйлидин йирикләшмәктә. (Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.