Буш зияритидә, яврупани хитайға қаратқан қорал чәклимисини бикар қилмаслиққа чақиридикән
2005.02.20
Америка президенти җорҗ буш бу һәптә явропани зиярәт қилиду. Америкидики бир қисим анализчилар, президент бушниң бу қетимқи зияритидин пайдилинип, хитайниң һәрбий күчиниң давамлиқ ешишини чәкләш һәққидә яврупа бирликиниң қоллишини истәйдиғанлиқини мөлчәрлимәктә.
Франсийә ахбарат агентлиқиниң билдүрүшичә, президент буш дүшәнбә күни явропадики үч дөләткә қилидиған зияритини башлайду һәмдә зиярити җәрянида франсийә президенти ширак, гирманийә баш министири широдер вә русийә президенти путинлар билән учришиду.
Президент буш яврупа зияритини башлашниң алдидила, америка билән японийә бирләшмә баянат елан қилип, хитайни һәрбий ишлири һәққидә техиму конкирт учурларни беришкә чақирған иди.
Франсийә ахбарат агентлиқиниң анализчиларниң сөзлирини нәқил кәлтүрүшичә, америка, яврупа бирликиниң хитайға йүргүзүватқан қорал сетип бәрмәслик чәклимисини бикар қилинғанда, хитай, яврупа бирликидин илғар типтики қорал сетивелишқа муйәссәр болуп, асия райониниң һәрбий тәңпуңлиқини бузушидин әндишә қилмақта икән.
Анализчиларниң көрситишичә, америка тәйвән боғузидики тоқунушқа арилишишни ойлишиватқан шараитта, хитай һәрбий күчиниң зорийишиниң алдини елиш үчүн, җорҗ буш бу қетимқи сәпиридә явропадики иттипақдашлиридин хитайға йүргүзүватқан қорал чәклимисини бикар қилмаслиқни қайта тәләп қилиши мумкин икән. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка мәркизи ахбарат идариси хитайниң һәрбий қурулушини күчәйтишини тәһдид һесаблайдикән
- Америкидики бир қисим парламент әзалири хитайни җазалаш һәққидә қанун лайиһисини оттуриға қойди
- Америка авам палатаси явропаниң хитайға қойған имбаргони бикар қилиш пиланини әйиплиди
- Америка һелиму яврупа иттипақиниң хитайға қаратқан қорал имбаргосини бикар қилишидин әндишә қилиду диди
- Америка -хитай дөләт мудапиә әмәлдарлири бейҗиңдики сөһбитини аяқлаштурди
- Америка вә хитайниң дөләт мудапиә әмәлдарлири бейҗиңда сөһбәт өткүзди
- Хитай һөкүмити америкиниң димократийини илгири сүрүш һәққидики чақириқини рәт қилди