Президент буш шәрқий явропа әллиридики зияритини башлиди


2005.05.06

Америка президенти җорҗи буш җүмә күни явропадики русийә қатарлиқ дөләтләрни зиярәт қилиш сәпирини башлиди.

Президент буш шу күни зияритиниң тунҗи бекити латвийигә йетип барған. Президент буш латвийидин кейин русийә , голландийә вә грозийиләрни зиярәт қилиду. У, москвада 2 - дуня уруши ғәлибисиниң 60 йиллиқини хатириләш паалийитигә қатнишидикән. Бу арида русийә, сабиқ совет иттипақиниң латвийә қатарлиқ балтиқ деңизи дөләтлиридики 50 йиллиқ қошун турғузуш һәрикитини америкиниң " ишғалийәт," дәп атиғанлиқи қарши елинмайду, дәп көрсәтти.

Кримилин сарийи, совет иттипақиниң балтиқ дөләтлиридики һөкүмранлиқи икки тәрәпниң разилиқи билән болғанлиқини тәкитлигән. Әмма президент буш, сәпәргә атлиниш алдида латвийә мәтбуатлириниң зияритини қобул қилип, "мән латвийиликләр, летвалиқлар вә истонийиликләр буни тәбрикләшкә әрзийду, дәп қаримайдиғанлиқини русийә президентигә йәткүзимән" деди.

Президент буш, дүшәнбә күни москвадики қизил мәйданда "улуғ вәтән уруши" ниң ғәлибисини тәбрикләш паалийитигә қатнишиду. Мәтбуатларниң ашкарилишичә, буш бу җәрянда хитай дөләт рәиси ху җинтав билән учришип, хитай дөләт рәисини бу йил 9 - айда вашингтонни зиярәт қилишқа тәклип қилидикән. У, голландийидики сәпиридә бу йәрдики хатириләш паалийәтлиригә қатнишиду.

Грозийә, президент бушниң явропа сәпиридики ахирқи бикәт. У, тиблистики һөрийәт мәйданида грозийиликләргә сөз қилип, грозийиниң демократик йолға маңғанлиқини тәбрикләйду. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.