Буш қаза қилған әскәрниң аписиға һесдашлиқ қилидиғанлиқини ейтти


2005.08.12

Америка президенти җорҗ буш ирақта қаза қилған бир нәпәр америка әскириниң аписиға "һесдашлиқ" қилидиғанлиқини ейтти. Әмма униң ирақтин қошун чекиндүрүш тәлипини рәт қилди.

Президент буш тексастики дачисида бу сөзләрни қилған болуп, у қаза қилған әскәрниң аписиниң тәлипи бойичә ирақтин қошун чекиндүрүп чиқишниң, бу дөләтниң бихәтәрлики үчүн бир чоң хаталиқ болуп һесаблинидиғанлиқини билдүрди.

У йәнә өзиниң ирақта қаза қилған һәр бир әскәр үчүн чоңқур қайғуридиғанлиқини, лекин һазирқи вәзийәтниң ирақтин қошун чекиндүрүш пәйти әмәсликини әскәртти.

Калифорнийилик синдий шиханниң 24 яшлиқ оғли өткән йили 4 - айда ирақта қаза қилған болуп, у өткән шәнбә күнидин башлап бушниң тексастики дачиси алдиға келип наразилиқ билдүрди һәмдә бушниң америка әскәрлирини ирақтин чекиндүрүп чиқишини тәләп қилди. Синдий йәнә, буш билән йүз туранә көрүшмигичә кәтмәйдиғанлиқини ейтти. У һазир америкидики урушқа қарши һәрикәтниң символиға айлинип қалди. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.