Җорҗ буш ирақ уруши вә террорчилиққа қарши күрәш һәққидә нутуқ сөзлиди
2005.10.06
Америка президенти җорҗ буш пәйшәнбә күни вашингтондики демократийини илгири сүрүш фондида ирақ уруши вә террорчилиққа қарши күрәш һәққидә нутуқ сөзлиди.
Җорҗ буш нутуқида, өзиниң ирақ урушини давамлаштуруш мәйданидин ваз кәчмәй чүшәндүрүп, ирақниң террорчилиққа қарши күрәштики алдинқи сәп икәнликини билдүрди.
Җорҗ буш 40 минутчә давамлашқан нутуқида йәнә, америкиниң террорчилиққа қарши көрәштә ғәлибә қилиш ишәнчисини қайта тәкитлиди һәмдә ислам радикализимини қаттиқ әйиблиди. У сөзидә " ислам радикализими инсанийәтниң тәрәққиятини инкар қилидиған бир дектатор идиологийә. У демократийә вә әркинликниң дүшмини" дәп көрсәтти.
Җорҗ бушниң бу нутуқи елан қилинған вақти дәл , америка җамаәтчилики җорҗ буш һөкүмитиниң ираққа қаратқан сияситигә болған қоллаш дәриҗисиниң төвәнлигән бир мәзгилигә тоғра кәлди.
Нөвәттә ирақлиқларниң йеңи асасий қануни һәққидә һәл қилғуч омумий хәлқ сайлими елип беришиға икки һәптиму вақит қалмиди. Җорҗ буш ирақ вәзийитиниң җиддийликини етирап қилди. Әмма у ирақта көрүнәрлик илгириләшләрниң боливатқанлиқиниму билдүрди. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Ху җинтав америка билән болған сүркүлүшни азайтиш һәққидә вәдә бәрди
- Ху җинтав билән буш ню - йоркта учришиду
- Буш қаза қилған әскәрниң аписиға һесдашлиқ қилидиғанлиқини ейтти
- 2005 -Йиллиқ "демократийә" мукапати 3 нәпәр афғанистанлиққа берилди
- Буш, ирақ баш министири җафари билән ақ сарайда сөһбәт өткүзди