Буш: террорға қарши бу күрәш һәрбий тоқунушла әмәс, бәлки бир мәдәнийәтләр уруши

Америка президенти җорҗи буш дүшәнбә күни11 ‏- синтәбир вәқәсиниң 5 йиллиқи мунасивити билән америка пуқралириға телевизор нутуқи сөзләп, америкилиқлар 2001 - йили 9 - айниң 11 - күнини мәңгү унутмайду, дәп көрсәтти вә бу күрәшни мәдәнийәтләр уруши, дәп атиди.

11 - Синтәбир вәқәсидин кейин , америка вә униң иттипақдашлириниң террорчилиққа қарши һуҗум башлиғанлиқини тәкитлигән буш, террорчиларниң " мәқсиди аялларни өйгә мәһкум қилидиған, намизини қаза қилған әркәкләр таяқ йәйдиған,америка вә мәдәни әлләргә террорлуқ һуҗумларни пиланлайдиған радикал ислам импирийиси қуруш икәнликидин хәвәр таптуқ " дәйду. У," террорға қарши бу уруш ноқул һәрбий тоқунушла әмәс, бәлки бу бир мәдәнийәтләр урушидур. Америка әркин дөләтләр бәһриман болуватқан турмуш усулини сақлап қелиш үчүн тиришмақта" дәп көрсәтти.

Бушниң әскәртишичә, террорға қарши бу уруш демократийә вә әркинлик қиммәт қаришини илгири сүрүшни мәқсәд қилған. У, "америка йеңи әсирниң йөлүнүшини бәлгиләйдиған бир урушни қанат яйдурмақта. Бу уруш пүтүн дунядики нәччә он милйонлиған кишиләрниң тәқдирини бәлгиләйдиған күрәш болуп қалғуси, дәп әскәртти.

Америка хәлқиниң қәтий болғанда вә тиришқандила бу урушниң ғәлибисини қолға кәлтүрәләйдиғанлиқини тәкитлигән буш, "америка пүтүн мәмликәт ирадисиниң иттипақлишишиға муһтаҗ " дәйду. (Әркин)

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org