Америка президенти җорҗи бушниң оттура шәрқ зиярити аяғлашти


2008.01.16

Америка президенти җорҗи бушниң оттура шәрқ зиярити бүгүн (чаршәнбә күни) аяғлашти. Буш зияритини башлаш алдида турғанда учур вастилириға, өзи 2009 ‏- йили вәзипидин айрилиштиин бурун исраилийә билән пәләстин оттурисида тинчлиқ келишими имзалинишини үмид қилидиғанлиқини, буниң үчүн әрәб әллирини қоллашқа чақиридиғанлиқини билдүргән иди.

Ройтрс агентлиқиниң 1 ‏- айниң 16 ‏- күни мисирниң шарм әл шәйих шәһиридин хәвәр қилишичә, америка президенти җорҗи буш бу қетимқи оттура шәрқ зияритиниң ахирқи бекити болған мисирниң қизил деңиз буйидики шарм әл шәйих шәһиригә кәлгәндә, америкиниң дости мисир президенти һүсни мубарәк билән көрүшти. Буш униңға һазир иранниң тәһдити исраилийә-пәләстин тинчлиқиға тәсир йәткүзиватқанлиқини көрсәтти. Сәуди әрәбистан ташқи ишлар министири савт әл файсал иранниң хәлқара қанунларға риайә қилиши лазимлиқини тәкитлиди.

Ақсарайниң баянатчиси дана перинониң ейтишичә, президент буш сәуди әрәбстаниға келип падишаһ абдулла билән көрүшкәндә, һазир бир барол нефтниң баһаси 100 америка доллириға йәткәнликини , буниң билән тез өсүватқан дуняниң иқтисадиға тәсир йитиватқанлиқини көрстиш билән биргә, опек дөләтлирини нефит мәһсулатини ашуруш вә нефит баһасини төвәнлитишкә чақирған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.