Ху җинтав, президент буш билән енергийә вә сода мәсилисини музакирә қилиду


2005.08.30

юқири дәриҗилик хитай әмәлдарлириниң тәкитлишичә, хитай дөләт рәиси ху җинтав америкидики зиярити җәрянида президент буш билән енергийә вә сода мәсилилирини сөзлишидикән.

Ху җинтав 6 - сентәбирдин 8 - сентәбиргичә давамлишидиған зиярәт пилани бойичә сятилға бариду.7 - Сентәбирдә президент буш билән ақсарайда учрушиду вә йел университитида нутуқ сөзләйду.

Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң әмәлдари хе яфейниң тәкитлишичә, ху җинтав америкилиқларда "хитай тинчлиқпәрвәр күч", дегән образ яритиш үчүн тиришидикән. Әмма хе яфей, сода вә енергийә мәсилиси сөһбәт күнтәртипидики муһим темилар, дәп көрсәтти. Ху җинтав билән буш оттурисидики қетимлиқ сөһбити хәлқ пулиниң қиммити вә америкиниң хитай билән болған содидики қизил рәқими қатарлиқларни өз ичигә алидикән.

Америкиниң хитай билән болған содидики қизил рәқими өткән йилила 160 милярд доллар болуп, буш һөкүмити америка дөләт мәҗлисиниң бу мәсилидики бесимиға дуч кәлмәктә.

Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң әмәлдари хе яфейниң әскәртишичә, икки дөләт рәһбири енергийә мәсилисини музакирә қилидикән. Хе яфей, хитайниң америка билән енергийә җәһәттики һәмкарлиққа қизиқидиғанлиқини билдүрди.

Йеқинда җоңго деңиз окян ширкитиниң америка юникал нефит ширкитини сетивелиш пилани сияси сәвәбләрдин оңушсизлиққа учриған иди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.