Америка, хитай рәһбәрлири телефонда шималий корийә вә дарфур мәсилисини музакирә қилди
2006.11.27
Америка президенти җорҗи буш дүшәнбә күни хитай дөләт рәиси ху җинтав билән телефонда шималий корийә ядро мәсилиси вә суданниң дарфур районидики инсанпәрвәрлик кризисини музакирә қилди.
Ақсарай баянатчисиниң әскәртишичә, президент буш латвийә пайтәхти ригада өткүзүлидиған NATO башлиқлар йиғиниға қатнишиш үчүн кетиветип ху җинтав билән телефонда юқириқи мәсилиләрни музакирә қилған. Буш "хитайниң шималий корийә вә дарфур мәсилисигә охшаш хәлқара зор мәсилисләрдә йетәкчилик рол ойнишини" тәләп қилған.
Ақсарай баянатчиси гордон җондрониң әскәртишичә, "икки дөләт рәһбири ханойда өткүзүлгән асия тинч окян иқтисадий һәмкарлиқи башлиқлар йиғини җәрянида өткүзгән сөһбитини әслигән вә хитай - америка һәмкарлиқини илгири сүрүшкә қошулған".
Америка билән хитай б д т хәвпсизлик кеңишиниң қарарлирини рәт қилиш һоқуқиға игә дөләтләр. Хитай америкиниң суданға имбарго қоюш тәклипини үзлүксиз рәт қилип кәлгән иди. Лекин судан йеқинда б д т ниң дарфур райониға тинчлиқ сақлиғучи қисимлар әвәтишигә қошулди. Лекин шималий корийә ядро пилани америка үчүн йәнила баш ағритидиған мәсилә болуп кәлмәктә.
Шималий корийә ядро мәсилисини музакирә қилғучи дөләтләр дүшәнбә күни бейҗиңда қайта топлинишқа башлиған. Америка сөһбәт вәкили кристофир хилл шу күни бейҗиңға йетип барди. Президент буш ригада NATO ниң башлиқлар йиғиниға қатнишиштин бурун естонийини зиярәт қилиду. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай - африқа мунасивәтлири явропалиқларни биарам қилмақта
- Хитай-африқа муһакимиси вә ху җинтав ипадилигән сиясий бурулуш
- Америка хитайни африқида "иҗабий рол" ойнашқа чақирди
- Дуня банкиси африқа дөләтлиригә қәрз бериш мәсилисидә хитайниң банкилирини әйиблиди
- Америка хитайни суданға бесим ишлитишкә чақирди