Президент буш пат арида, хуҗиңтавни тексастики дачисиға тәклип қилмақчи
2005.07.25
Хәвәрләрдин мәлум болушичә, президент җорҗ буш, ху җиңтав билән елип баридиған сөһбити җәрянида, хитайниң хәлқ пулиниң қиммитини тәңшәш сиясити җәһәттә елип барған ислаһатиға юқири баһа берип, хитайни хәлқ пулиниң қиммитини йәниму бир қәдәм юқири көтүрүшкә риғбәтләндүридикән.
Америкида чиқидиған сода жорнилида елан қилинған мақалида көрситилишичә, хитай хитай пулиниң қиммитини тәңшәш қарарини елан қилиштин бир ай бурун, америка малийә министирлиқиниң министири шуниңдәк америка дөләт мәҗлисиниң әзалири хитайниң бу қарарини махтиған .
Гәрчә мәтбуатларда, юқирида тилға елинған мәсилиләр президент бушниң ху җиңтав билән елип баридиған сөһбитиниң асаслиқ темиси қилип көрситилгән болсиму, амма сиясий истратегийилик мәсиллиләрму икки дөләт рәһбири музакирә қилидиған даиридин мүстәсна әмәс икән, йәни буш билән ху җиңтав , шималий корийә ядро қураллири мәсилилири үстидә сөһбәт өткүзүп, хитайдин , шималий корийигә бесим ишлитишини йәни шималий корийиниң ядро қораллирини ишлитиштин ваз кечишкә капаләтлик беришини тәләп қилидикән.
Бейҗиң университети хәлқара мунасивәтләр иниститутиниң муавин башлиқи җа чиңго, америка хитай мунасивити омумий җәһәттин яхши, президент буш һөкүмити , хитай һөкүмити билән өз - ара йеқин мунасивәттә болуп, икки тәрәп алақисини яхши тәңшәп кәлмәктә, болупму икки тәрәп мунасивитиниң тәрәққиятиға әһмийәт бәрмәктә, гәрчә икки тәрәпниң иқтисадий мунасивитидә азрақ сүркилишләр болсиму, амма бу хил сүркилишләр, сиясий мәнпәәтниң алдида өз ролини йоқитишқа мәҗбур, дигән.
Җа чиңго сөзидә йәнә "әгәр президент буш, рәис ху җиңштавни өзиниң дачисини зиярәт қилишқа тәклип қилса, бу америка тәрәпниң қизғин муамилисиниң ипадиси һәмдә икки тәрәп мунасивитигә алаһидә муамилә тутқанлиқидин дерәк бериду" дәп билдүрүш билән биргә йәнә " әмма хитай ـ америка мунасивитидә йәнила бир қисим мәсилиләр мәвҗүт" дәп тәкитлигән.
Бу арида икки тәрәп мунасивитидики зиддийәтләр һәққидә тохталған көзәткүчиләр , хитайниң тәйвән мәсилисидә америкиниң мәйданини һәргиз өзгәртәлмәйдиғанлиқини билдүрмәктә. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Ху җинтав, астана йиғинида хитайниң оттура асиядики тәсирини мустәһкәмләшкә тиришиду
- Ху җинтав билән путин, оттура асияда бихәтәрлик һәмкарлиқи елип баридиғанлиқини җакарлиди
- Хитай дөләт рәиси ху җинтав русийини зиярәт қилди
- Хитай дөләт рәиси ху җинтав шотландийидики G8 ләр йиғиниға қатнишиду
- Ху җинтав билән тәйвән өктичи партийисиниң рәһбири суң чуйү көрүшти