Буш, ирақ баш министири җафари билән ақ сарайда сөһбәт өткүзди
2005.06.24
Ирақ баш министири ибраһим әл- җафари, җүмә күни вашингтонда президент буш билән сөһбәт өткүзди. Икки дөләт рәһбири ирақниң сияси келәчики вә ирақ аманлиқ қисимлирини тәрбийиләш мәсилисини нуқтилиқ музакирә қилған болуши мумкин, дәп қаралмақта.
Ибраһим әл - җафариниң пәйшәнбә күни "вашингтон почта гезити" ниң зияритини қобул қилғанда тәкитлишичә, у америка вә ирақ қисимлири елип барған ирақтики бирләшмә һәрбий һуҗум, бихәтәрлик җәһәттики тиришчанлиқимизда йеңи нәтиҗә яратти, дәп қарайдикән. Җафари, америка қошунлириниң ирақтин тезрәк чекинишини үмид қилидиғанлиқини тәкитлигән.
Әмма униң әскәртишичә, қошун чекиндүрүш мәсилисидә һазирчә вақит җәдвили бәлгиләш тоғра болмайдикән. Җафари, қошун чекиндүрүшниң вақит җәдвилини бәлгиләш террорчиларға пурсәт туғдуриду, дәп көрсәтти. У, ирақ аманлиқ күчлирини тәрбийиләш қәдимини тезлитишни үмид қилған. У, ирақ қисимлирини тәрбийиләшкә башқа дөләтләрниңму қатнишишини тәләп қилди.
Җафариниң тәкитлишичә, ирақ асаси қанунини бу йил 8 - айғичә асаси қанун түзүш муддити тошуштин бурун тамамлинидикән. У, асаси қанун лайиһисиниң омуми хәлқ авазиға қоюлидиғанлиқини билдүрди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Президент буш вейтнам баш министири фән вән кәй билән сөһбәт өткүзди
- Ирақ һәрбий базисида йүз бәргән өзини өлтүрүвелиш характерлик партлашта аз дегәндә 26 киши қаза қилди
- Садам һүсәйин 12 хил әйибләшкә дуч келиши мумкин
- Президент буш, грозийидики демократийилишиш мусаписини махтиди
- явропа дөләтлири иккинчи җаһан урушиниң ахирлашқанлиқиниң 60 йиллиқини хатирлиди