Буш ирақни туюқсиз зиярәт қилди


2007.09.04

Америка президенти җорҗ буш , -3 сентәбир дүшәнбә күни ирақни туюқсиз зиярәт қилди. У зиярәт давамида ирақниң вәзийити давамлиқ муқимлишип барған тәқдирдә америкиниң ирақтин әскәр чекиндүрүш еһтималлиқи барлиқини тилға алған.

Буш бу қетим австралийидики асия тенич окян иқтисади һәмкарлиқ йиғиниға қатнишиш сәпиридә, мәхпий һалда ирақни туюқсиз зиярәт қилған болуп , бушниң бу ирақ зияритигә йәнә америка ташқи ишлар министири кандилиза райис вә америка һәрбий қисимлириниң алий қомандани һәмра болуп барған.

Буш ирақ зияритидә америкиниң ирақта турушлуқ әлчихана , һәрбий қисим әмәлдарлири һәмдә ирақниң баш министири қатарлиқ кишиләр билән көрүшкәндин башқа ирақтики сүнний һәм шиә мәзһипи диний даһилири билән бир үстәлдә олтуруп сөһбәт елип барған.

Буш бу қетимлиқ ирақни көздин кәчүрүш җәрянида һәр қайси тәрәпләрниң доклатлиридин, ирақниң тинчлиқ вәзийитидә көрүнәрлик нәтиҗиләрниң қолға кәлгәнликини көрүвелишқа болидиғанлиқини , әмма бу җәһәттә ирақ һөкүмәт даирилириниң йәниму тиришчанлиқ көрситиши керәкликини оттуриға қойған вә " гәрчә америкиниң бир қисим дөләт мәҗлис әзалири америкиниң ирақтин бу йил әскәрләрни чекиндүрүшини тәләп қиливатқан болсиму , әмма америка ирақни ташлимайду" дәп тәкитлигән.

Америка авази радиосиниң америка юқири дәриҗилик бир әмәлдариниң сөзини нәқил кәлтүрүшичә, буш келәр һәптә америка дөләт мәҗлисидә өткүзүлидиған ирақ мәсилиси һәққидә мәхсус испат аңлаш йиғинидин кейин , ирақ мәсилилири һәққидә муһим қарар бериши мумкин икән. Һазирға қәдәр америка қисимлириниң ирақта чиқим қилған әскәрлири 3700дин ашти. (Гүлчеһрә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.