Президент буш бейҗиң олимпик йиғинида кишилик һоқуқ мәсилисини оттуриға қойидиғанлиқини билдүрди


2008.02.29

Йеқинқи бир сөзидә бейҗиң олимпик йиғининиң сиясийлаштурулушиға қарши чиққан америка президенти буш, пәйшәнбә күни хитай дөләт рәиси ху җинтавниң тәклипигә бинаән қатнишидиған бейҗиң олимпик йиғини сәпиридә кишилик һоқуқ мәсилисини оттуриға қойидиғанлиқини билдүрди. Буш пәйшәнбә күни мухбирларға өзиниң бейҗиң олимпик йиғиниға қатнишидиғанлиқини йәнә бир қетим тәкрарлиди. Лекин у олимпикниң әркинлик мәсилисини оттуриға қоюшиға тосалғу болалмайдиғанлиқини әскәртти.

Буш, хитайда кишилик һоқуқ олимпиктин муһим, дегән бир нәпәр завут ишчисиниң һакимийәткә қарши туруш җинайити билән әйибләнгәнлики һәққидики вәқәгә баһа берип, өзиниң олимпик мусабиқисини көрүш билән биргә " бу ишчиниң вәқәсигә диққәт қилғанлиқини оттуриға қоюш шундақла өзиниң ху җинтав билән бу мәсилиләр үстидә сөзлишиш пурситигә игә болидиғанлиқи" ни билдүрди. У, "сағлам вә өзигә ишәнгән бир җәмийәт диний әркинликниң қәдир - қиммитини етирап қилиду," дәйду.

Хитай һөкүмити бу қетимқи олимпик йиғининиң мувәппәқийәтлик болушини болупму, дуняға өзиниң қудрәтлик дөләт икәнликини намайән қилиш үчүн тиришмақта. Лекин хитай олимпик мусабиқисиниң йетип келишигә әгишип, кишилик һоқуқ, диний әркинлик вә ахбарат әркинликидә хәлқара җәмийәтниң еғир бесимиға дуч келиватиду. Америка дөләт мәҗлисидики җумһурийәтчи вә демократик қанун чиқарғучилар алдинқи күни дөләт мәҗлисидики бир испат бериш йиғинида хитайни кишилик һоқуқни яхшилаш һәққидики олимпик вәдисидә турушқа чақирди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.