Президент буш оттура шәрқни зиярәт қилиду
2008.01.06
Америка президенти җорҗ буш сәйшәнбә күни оттура шәрққә қаратқан, район мәсилисини һәл қилишта зор әһмийәтлик сәпирини башлайду. Президент буш өзиниң мәзкур сәпиридә исраилийә, кувәйт, сәуди әрәбистан, мисир вә башқа мәмликәтләрни зиярәт қилиду.
Президент буш бу мунасивәт билән пикир баян қилип, өзиниң бу қетимқи оттура шәрқ сәпириниң мәқситиниң америкиниң бу райондики достлириниң исраилийә вә пәләстин хәлқиниң тинчлиқини қолға кәлтүрүшини техиму бәкрәк қоллишиға тиришчанлиқ көрситиш икәнликини билдүргән.
Америка авази радиосиниң хәвәр қилишичә, президент бушниң сөзи бойичә алғанда, у, алди билән исраилийә баш министири ормут вә пәләстин һакимийитиниң рәиси аббас билән сөһбәт өткүзүп, район мәсилиси вә икки тәрәпниң кәлгүси арзулири йәни "икки демократик дөләт-исраилийә вә пәләстинниң тинч һәм бихәтәр һалда ортақ мәвҗутлуқи мәсилисини музакирә қилидикән. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Садам һүсәйинниң өлүминиң бир йиллиқи
- Исраилийә хамас билән сөһбәт өткүзүшкә қарши
- 'Хитайда ясалған сәккиз башқурулидиған бомбини террорчилар сәуди әрәбистаниға елип кәлгән' дегән қандақ мәсилә?
- Хәлқара җәмийәт иран мәсилисини қайта баһалиши мумкин
- Кандилиза райс: исраилийә билән пәләстинниң тинчлиқи америкиниң мәнпәәтигә уйғун
- Оттура шәрқ тинчлиқ сөһбити башланди
- Мисир вә түркийә рәһбәрлири оттура шәриқ бирләшмә йиғиниға қатнашмақчи
- Иорданийә падишаһи абдулла хитайда зиярәттә
- Җорҗ буш: кубада һакимийәт алмишиду, тәйярлиқимиз болсун
- Кондализа райс оттура шәрқ зияритини башлиди