Рабийә қадир америка президенти җорҗ буш вә униң ханими билән көрүшти
2007.06.05
Чех җумһурийитидә өткүзүлгән дуня кишилик һоқоқ вә демократийә йиғиниға қатнишиватқан дуня уйғур қурултейи рәиси рабийә қадир ханим, 5 - июн күни шу дөләттә зиярәттә болуватқан америка президенти җорҗ буш вә униң ханими лора буш билән көрүшти.
Бу рабийә қадир ханимниң тунҗи қетим президент буш билән бивастә учришиши һесаблиниду.
Рабийә ханимниң билдүрүшичә, бу наһайити әһмийәтлик учришиш болған болуп , президент буш сөһбәт җәрянида уйғурларниң кишилик һоқоқ мәсилиси һәм демократийә мәсилилири үчүн ярдимини айимайдиғанлиқини билдүргән.
Бушниң ханими лора ханим вашингтонға қайтқанда рабийә ханим билән қайта көрүшүшни халайдиғанлиқини қизғин кәйпиятта билдүргән .
Җорҗ буш германийидә өткүзүлмәкчи болған санаәтләшкән сәккиз дөләт юқири дәриҗилик әмәлдарлириниң33 - нөвәтлик учришишиға қатнишиш сәпиридә чех җумһурийитидә зиярәттә болмақта иди. Дуня уйғур қурултейи рәиси , уйғурларниң мәнивий аниси рабийә қадир ханим америка һөкүмитиниң түрткиси һәмдә америка дипломатлириниң ярдими билән 2005 - йили3 - айда хитай түрмисидин азад қилинип америкидики аилиси билән җәм болған иди.(Гүлчеһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Вашингтон пост гезити абликим абдуреһимниң 9 йиллиқ қамақ җазасиға һокум қилинғанлиқи мунасивити билән баш мақалә илан қилди
- Җорҗ буш афғанистан истратегийсини өзгәртини пиланлимақта
- Җорҗи буш дөләт әһвалидин бәргән доклатида куба, берма, оттура шәрқ вә билорусийиләрни демократик ислаһат елип беришқа чақирди
- Америкиниң сабиқ президенти фордниң иш излири хатириләнди
- Президенти җурҗ буш ирақ сиясити үчүн сөһбәт башлиди
- Җорҗи буш түркийиниң явропа бирликигә киришигә капаләт бәргән, әмма түркийә явропа бирлики билән йәнә сөһбәтлишиду
- Призидент буш әнгилийә баш министири блайер билән ирақ истратегийиси һәққидә музакириләшти
- Буш һиндонезийидә наразилиқ намайишлириға дуч кәлди
- Буш асия дөләтлиригә қаратқан зияритини башлиди
- Асия - тинч окян иқтисадий һәмкарлиқ тәшкилати йеңи келишимни йолға қоймақчи