Президент буш хитайни "коничә усулда тәпәккур қилиш" дин ваз кечишкә чақирди
2006.03.17
Америка президенти җорҗи буш, бейҗиң даирилирини хитай һәрбий тәрәққият қурулушини өз ичигә алған бир қатар мәсилиләрдә " коничә усулда тәпәккур қилиш вә һәрикәт елип бериш" тин ваз кечишкә чақирди. Буш пәйшәнбә күни елан қилған " миллий бихәтәрлик истратегийиси доклати"да, хитай һәрбий чиқиминиң мәвһүмлики " пүтүн районда вә дуня бойичә " әндишә қозғимақта, дәп тәкитлигән.
Америка мәркизи ахбарат идариси йеқинда елан қилған доклатида, хитайниң шәрқий асия районидики америка қисимлириға тәһдит селиватқанлиқини оттуриға қойди. Америка дөләт мудапиә министирлиқиниң тәкитлишичә, америка хитайниң латин америкиси билән болған һәрбий алақисидин җиддий биарам болмақта. Президент бушниң йәр шари бихәтәрлик мәсилилиригә четилған миллий истратегийә доклати, хитай дөләт рәиси ху җинтав келәр айда америкини зиярәт қилмақчи болуватқан бир чағда елан қилинди.
Шу күни ақ сарайниң дөләт хәвпсизлик мәслиһәтчиси стивен хардлей ахбарат елан қилиш йиғинида, тәйвән боғизидики һәрбий тоқунушниң һәммә тәрәпкә зиян салидиғанлиқини агаһландурған. Президент буш, хитайни тәбий байлиқи мол әмма кишилик һоқуқи хатириси вә дөләт сиҗили начар әлләрни қоллаш билән әйиблиди. У, хитайни ислаһат вә ечиветишкә чақирип, " чүнки бу йол хитай рәһбәрлириниң қануни еһтияҗи вә хитай пуқралириниң әркинлик арзусини қандуриду " деди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Президент буш һиндистан билән истратегийилик шериклик мунасивити орнатқанлиқини җакарлиди
- Һиндистан вә америка хәлқ игилики үчүн ишлитидиған ядро енергийиси һәмкарлиқ келишнамисини имзалиди
- Буш афғанистанни уштумтут зиярәт қилди
- Президент буш америкиниң узун муддәтлик пилани дуняда мустәбитликкә хатимә бериш, деди
- Президент буш моңғулийини зиярәт қилди









