Президент буш хитай армийисиниң күчийишидин әндишилиниватқанлиқини билдүрди
2007.09.01
Америка президенти җурҗ буш, австралийә зиярити һарписида, австралийиниң сикай хәвәр телевизийиси билән өткүзгән сөһбитидә": әгәр хитай армийиси дүшмән позитсийисигә кирсә, хитай армийиси миниң үчүн әндишә қилидиған бир мәсилигә айлиниду" дегән.
Президент буш, сикай телевизийисидә җүмә күнидики сөһбитидә," миниң пәрәз қилишимчә хитай, дөләт ичидә диққитини иқтисадий тәрәққиятқа, дөләт сиртида диққитини асасән хам әшя иһтияҗини қамдаш ишға бәргән, лекин әгәр улар дүшмән позитсийисигә кирсә, хитай армийиси миниң үчүн әндишә қилидиған бир мәсилигә айлиниду" дегән.
Президент буш, асия-тинч окян райони дөләт рәһбәрлириниң йеғиниға қатнишиш үчүн, австралийигә бармақчи.
Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, президент буш сөһбәттә америка һөкүмитиниң, хитай мәсилсигә көп вақит аҗритиватқанлиқини вә вашнгтонниң асия қитәсидики икки рәқиб дөләт болған хитай билән японийә яхши мунасивәтләргә игә икәнликини тәкитлигән һәмдә асия қитәсидики кона тоқунушларниң қайтидин оттуриға чиқишиниң алдини елиш үчүн америкиниң асия қитәсидә мәвҗут болуп туруши муһим икәнликини әскәрткән.
Президент буш шундақла афғанистандин һәрбий қисимлирини чикиндүрүшни пиланлаватқан дөләтләрни бу мәсилсини қайтидин ойлинишқа чақирип, "америкиниң ираққа һәрбий қисимлирини әвәткән пүтүн иттипақдаш дөләтләргә еһтияҗи бар" дегән. (Өмәр қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Ирақтики вәзийәт йәнила җидди һаләттә турмақта
- Америкиниң җәңчи робатлири ирақта урушқа қатнашмақта
- Хәлқара сақчи тәшкилати садам һүсәйинниң чоң қизи рағәтни тутуш буйруқи чиқарди
- Ирақта курдлар районида йүз бәргән өзини қошуп партлитишта 200 дин артуқ адәм өлгән
- Б д т ишчилар уюшмиси ирақта вәзийәт яхшилиништин бурун органлирини қайтуруп келишни чақирди
- Америка оттура шәрқ иттипақдаш дөләтлиригә һәрбий ярдәмни күчәйтидиғанлиқини билдүрмәктә
- Хитай : ирақта байқалған хитай қораллири һәққидә инкас билдүрди
- Талабани хитайдин қорал сетивелип сақчиларни қоралландурмақчи
- Хитайниң ирақта турушлуқ әлчиханиси җайлашқан меһманханида партлаш йүз бәрди