Чечинийәдә приздент сайлими өткүзилди
2004.08.29
Чеченийәликләр йәкшәнбә күни бу йил 5 - айда сүйқәст билән өлтүрилгән чеченийәниң сабиқ москвапәрәс призденти әхмәт қадиропниң орниға йеңи приздент сайлаш үчүн биләт ташлиди .
Намзатлар ичидики чеченийә ичкий ишлар министири алу алқаноп , кримлен сарийи чеченийәгә приздент қилип тикләшни халайдиған көңүлдикидәк намзати дәп қаралмақта . Чеченийәдики қаршилиқ көрситиш күчлириниң сайламни һуҗум нишаниға елишидин әнсиригән даириләр , чеченийәниң һәр қайси җайлиридики бихәтәрлик тәдбирлирини алаһидә күчәйтип , 14 миң кишилик һәрбий вә сақчи қисимларни сәпәрвәр қилған .Биләт сандуқи шу йәрниң вақти билән йәкшәнбә күни әтигән саәт 8:00 ләрдә ечилған , сайламниң нәтиҗиси дүшәнбә күни кәчләр билән мәлум болуши мүмкин .Шу күни биләт ташлиғини кәлгән бир адәм йенидики бомбиниң партлап кетиши нәтиҗисидә өлгән .
Илгирики бәш рәһбириниң төти суйқәст билән өлтүрүлгән чеченийә приздентлиқи , дунядики әң хәтәрлик хизмәт дәп қарилиду . Москваниң қоллишидики чеченийә ичкий ишлар министири алқанопниң сайламда ғәлибә қилидиғанлиқиға ишәнч билән қаралмақта . Приздент намзатлериниң йәнә бири бу йил 5 - айда суйқәст билән б өлтүрилгән сабиқ чеченийә призденти әхмәт қадиропниң оғли моди қадироп . Бу қетимқи сайлам , росийә һава йоллириниң икки айрупилани җәнубий росийәдә чүшүп кетиш вәқәсиниң көләңгиси астида елип берилди . Росийә даирилири айрупилан харабилиқидин партлатқуч буюмлар байқалғанлиқини , айрупиландики икки чечән аял үстидин тәкшүриш елип бериватқанлини җакалиған . (Әркин)