Шамил басайеф , беслан паҗиәсигә җавабкар икәнликини етирап қилди
2004.09.17
Чечән қаршилиқ көрситиш күчлириниң рәһбири шамил басайеф, җәнубий оситийәдики оттура мәктәпни гөрүгә елиш һәрикитиниң өзи тәрипидин уюштурулғанлиқини елан қилди.
Җәнубий оситийәниң беслан шәһиридики шу қетимқи вәқәдә өсмүрләрни өз ичигә алған 320 дәк адәм өлгән. Шамил басайеф, чечән қаршилиқ көрситиш күчлирини қоллайдиған "кавказ мәркизи" намлиқ тор бетидә русийә приздентигә очуқ хәт елан қилип, бесландики гөрүгә елиш һәрикити, москва йәр асти пойизидики партлаш вәқәси, шундақла русийә һава йоллириниң икки йолучилар айропилани чүшүп кетиш вәқәлирини өзлири уюштурғанлиқини етирап қилған. У, росийә приздентини қораллиқ қисимларға бесландики оттура мәктәпкә һуҗум қилиш буйруқи чүшүрүп, юқириқи паҗиәниң келип чиқишиға сәвәбчи болди дәп әйиблигән.
Бесландики вәқәдин кейин росийә һөкүмити шамил басайеф билән аслан машадофни тутуп бәргәнләргә 10 милйон доллар мукапат беридиғанлиқини җакарлиған иди. Бирақ аслан машадоф, бесландики гөрүгә елиш вәқәси билән мунасивити йоқлиқини елан қилған. Басайеф бесландики гөрүгә елиш һәрикити өз қоманданлиқидики шеһитләр баталийони дәп аталған қисимлар тәрипидин елип берилғанлиқини билдүргән . Бу арида америка ташқи ишлар министирликиниң ярдәмчи ташқи ишлар министири ричард армитәҗ , әгәр шамил басайеф 330 дин артуқ адәмниң өлүшини кәлтүрүп чиқарған русийә оттура мәктипидики қирғинчилиққа мәсул болса униң һаят - маматиниң әһмийити түгәйду дәп көрсәтти. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Русийә колин повелниң әйиблишини рәт қилди
- Америка 11 - сентәбир вәқәсиниң қурбанлирини хатирилиди
- Пакистан қисимлири җәнубий вазиристандики қәбилиләр районида тазилаш елип барди
- Җакартадики авистиралийә әлчиханиси сиртида йүз бәргән партилашта сәккиз адәм өлди
- Хитай русийә билән террорлуққа қарши һәмкарлиқни күчәйтишкә тәйярланди
- Русийә чечән өктичилирини тутушқа 10 милйон доллар мукапат чиқарди
- Ирақта америка әскәрлири билән қораллиқ күчләр тоқунуши давамлашмақта
- Русийидики гөрүгә елиш вәқәсидә өлгәнләрниң дәпнә мурасими өткүзүлди
- Шимали осситийәдики гөрүгә еливелиш кризиси қәтлиам билән ахирлашти
- Росийидики қораллиқ күчләр гөрүгә елинған бир қисим аяллар вә балиларни қоюп бәрди