Назран шәһиридә намайишчилар билән сақчилар оттурисида тоқунуш йүз бәрди
2008.01.26
Шәнбә күни, русийә федератсийиси ичидики мусулман җумһурийәтләрниң бери болған, иңгушитийә җумһурийитиниң пайтәхти назран шәһиридә, һөкүмәткә қарши наразилиқ намайиши елип барған иңгуш яшлири билән рус бихәтәрлик қисимлири оттурисида йүз бәргән тоқунушларда аз дегәндә бир намайишчи яриланған вә 40 киши сақчилар тәрипидин қолға елинған.
Хәвәрләргә қариғанда, сақчилар, назран шәһриниң мәркизидә топлинип, русийә президентиниң иттипақдиши һесабланған, иңгушитийә җумһурийитиниң президенти мурат зиязикоф һөкүмитигә қарши, шуар товлашқа башлиған намайишчиларни уруп, уларни оққа тутқан. Намайишчилар болса, назран шәһиридики бир миһманхана вә йәрлик һөкүмәтниң контроллиқидики бир гезитхана бинасиға от қоюп бәргән.
Сиясий мулаһизичиләр, рус бихәтәрлик қисимлириниң бу һәрикити, русийә федератсийиси тәркибидики намрат мусулман җумһурийәтләрниң бири һесабланған, иңгушитийидики вәзийәтни техиму җиддийләштүрүдиғанлиқини билдүрмәктә. Иңгушитийә, чичәнистанға қошна болуп, иңгуш хәлқи тил вә мәдәнийәт җәһәттин чечән хәлқи билән йеқин мунасивәтләргә игә. Чечәнистан уруши җәрянида нәччә он миңлиған чечән, иңгушитийидә панаһланған вә уларниң бир қисими һелиму иңгушитийидә яшимақта. Русларниң чечәнистанда елип барған һәрбий һәрикити, чечәнләргә йеқин һесдашлиқ билдүргән иңгуш хәлқи ичидә чоңқур тәсир қалдурған һәмдә йеқинқи йиллардин бери хәлқиниң, русийә президенти путинниң иттипақдиши һәмдә путинға охшашла сабиқ рус разветка хадими болған, иңгушитийә президенти зиязикоф һөкүмитигә қарши наразилиқи күчәймәктә иди.
Иңгушитийә бихәтәрлик қисимлири җүмә күни, президент мурат зиязикофниң буйруқи билән, 500 миң нопусқа игә иңгушитийидә кәң көләмлик бир тазилаш һәрикити башлатқан. (Өмәр қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Афғанистан, иранни әйиблиди
- Афғанистанда 20 талибан милитанти өлтүрүлди
- Афғанистандики тоқунушларда онлиған талибан милитанти өлтүрүлди
- Америка армийиси афғанистанда 80 нәпәр талибан қораллиқ унсурини өлтүрди
- Кабулдики өзини өлтүрүвелиш характерлик һуҗумда 1 америка әскири вә 5 афған пуқраси өлди
- Талибанлар билән җәнубий корийә һөкүмәт хадимлири оттурисидики сөһбәт давамлашмақта
- Талибанлар гөрүгә елинған икки нәпәр җәнубий корийилик аялни қоюп бәргәнликини билдүрмәктә
- Талибанлар гөрүгә елинған корийиликләр мәсилиси үстидә корийә һөкүмити билән сөһбәтләшмәкчи
- Талибанлар гөрүгә елинған йәнә бир корийиликниң өлтүрүлгәнликини ашкарилиди
- Талибанлар гөрүгә елинған корийиликләрни қоюп беридиғанлиқини билдүрди
- Афғанистанда 45 пуқра һава һуҗуми түпәйлидин өлди
- Ирақ вә афғанистанларда йүз бериватқан тоқунушлар давамлашмақта