Русийә билән хитай үч аралниң чегра мәсилисидә келишим һасил қилди


2004.10.21

Русийиниң етар-тас агентлиқиниң хәвәр қилишичә, русийә билән хитай,йирақ шәрқ раюнидики талаш- тартиш қиливатқан үч арални йеримдин бөлүшүш һәққидә келишим һасил қилған. Келишим русийә президенти виладемир путинниң бу айниң бешида хитайға қилған зиярити җәрянида имзаланған.

Етар- тас ахбарат агентлиқиниң бир нәпәр русийә дипломатиниң сөзини нәқил кәлтүришичә, келишимгә асасән, амур дәряси бойидики чоң уссурииский арили, тарабарай арили вә аргун дәряси бойидики чоң арални икки дөләт тәң ниспәттә бөлишидикән.

Москва билән бейҗиң гәрчә башқа чигра мәсилилиридә илгири келишим һасил қилған болсиму, бирақ бу үч аралниң мәсилиси һазирғичә һәл болмай келиватқан иди. Русийә сиясийонлири арисида бу аралларниң бир қисмини хитайға бөлүп беришкә қарши кәйпиятлар күчлүк болмақта.

Русийә ташқи ишлар министирлиқи йирақ шәрқ раюнидики бу үч арални икки дөләтниң тәң бөлүшкәнлики һәққидики хәвәргә инкас қайтурушни рәт қилди. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.