Мухбирларни қоғдаш комитети хитайдин түрмә ичидики мухбирларни қоюп беришни тәләп қилди
2008.01.31
Хәлқара ахбарат әркинлики тәшкилати" мухбирларни қоғдаш комитети" пәйшәнбә күни, хитайниң нюйоркта турушлуқ баш консулханисиға 500 дин артуқ киши имза қойған тәшвиқат картини сунуп, хитай һөкүмитиниң түрмә ичидики 29 мухбирни қоюп беришини тәләп қилди.
Мухбирларни қоғдаш комитети баянат елан қилип, хәлқара олимпик комитетиниң 2008 - йиллиқ олимпик мурасимини өткүзүш һоқуқини хитайға бериштики муһим шәртлириниң бири, хитай даирилириниң ахбарат әркинликигә кәң йол қоюши болсиму, лекин хитайниң бүгүнгә қәдәр түрмә ичидики 29 нәпәр мухбирни қоюп бәрмигәнликини оттуриға қойди.
Баянатта йәнә, бу йил язда пүткүл дуняниң хитайни алаһидә көзитидиғанлиқи, болупму хитайниң өз вәдисидә қанчилик дәриҗидә туридиғанлиқи диққәткә елинидиғанлиқи тәкитләнгән.
Хитайниң нюйорктики баш консулханисиға сунулған тәшвиқат картлириға 500 дин артуқ киши имза қойған болуп, имза қойғучилар мәшһур мухбирлар, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң хадимлирини өз ичигә алидикән.
Хитай олимпик мурасиминиң саһипханлиқиға еришкәнликидин интайин мәмнун болсиму, бирақ буниң билән тәң хитайда йүз бериватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлириниң қанчилик дәриҗидә еғир икәнлики дуня җамаәтчиликигә изчил түрдә ашкарилинип кәлмәктә. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай һөкүмити кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң бесимиға тиз пүкмәйдиғанлиқини билдүрди
- Хитай һүсәйин җелилниң қиз қериндиши билән көрүшүшигә рухсәт қилди
- Хитай даирилири тор бетигә синалғу көрүнүшлирини чаплашни чәклиди
- Чегрисиз мухбирлар тәшкилати 2007 - йиллиқ ахбарат әркинлики доклатини елан қилди
- Кишилик һоқуқ тәшкилатлири хитайни, мәшһур әйдиз паалийәтчиси ху җяни қоюп беришкә чақирди
- Германийә кәчүрүм тәшкилати хәлқара олимпик комитетиниң хитайға бесим ишлитишини тәләп қилди
- Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати америка һөкүмитидин, хитайниң кишилик һоқоқи һәққидики тәләплирини оттуриға қойди
- Чегрисиз мухбирлар тәшкилати явропа парламентниң хитайда пикир әркинликини йолға қоюш һәққидики қарар лайиһисини алқишлиди
- Кишилик һоқуқ биринчи иттипақи хитайниң интернетни чәкләш һәрикәтлирини әйиблиди
- Дуня кишилик һоқуқ күни б д т кишилик һоқуқ алий кеңишиниң баш комиссари баянат елан қилди