Чегрисиз мухбирлар тәшкилати ": кишилик һоқуқниң хитайдики вәзийитидә һечқандақ өзгириш болмиди"


2008.03.08
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Чегрисиз мухбирлар тәшкилати 7‏ - март күни бир баянат елан қилип, бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғини һарписида, кишилик һоқуқ вәзийитини яхшилаш мәсилсидә хәлқарадики бесимға қаримай, хитай һөкүмитиниң һазирғичә кишилик һоқуқни яхшилаш вә мәтбуат әркинлики мәсилсидә һечқандақ иҗабий қарар алмиғанлиқини, билдүрди.

Чегрисиз мухбирлар тәшкилатиниң баянатчиси венсин бросәл, америка авази радиосиға бәргән баянатида, хәлқара җамаәт кишилик һоқуқниң хитайдики вәзийитини яхшилаш тоғрисида хитайға қаратқан бесимини техиму күчәйтиши керәк" дегән. У, хәлқарадики хитайға қаритилған бесимниң, кишилик һоқуқниң хитайдики вәзийитини яхшилаш мәсилсидә дегәндәк тәсир көрсәтмигән болсиму әмма, дарфур мәсилсии қатарлиқ башқа мәсилиләрдә өз тәсирини көрсәткәнликини тәкитлигән.

Чегрисиз мухбирлар тәшкилатиниң баянатчисиниң ейтишичә, 2008‏ - йиллиқ бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғининиң ичилиш мурасимиға қатнишидиған америка президенти җурҗ буш вә франсийә президенти николас саркози, қатарлиқ рәһбәрләрниң бесими техиму иҗабий тәсир қозғайдикән.

2008‏ - Йиллиқ бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғини һарписида, хәлқара җамаәт вә хитай хәлқиниң диққитини, кишилик һоқуқ мәсилсигә тартиш үчүн хитай ичидә паалийәт елип бериватқан кишиләрниң еғир бәдәл төләватқанлиқини тәкитлигән винсон борсәл, "хитай һөкүмити бундақ паалийәтчиләрни дөләт һакимийитини ағдурушқа урунған дәп, қолға еливатиду" деди. (Өмәр қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.