Чеграсиз мухбирлар тәшкилати б д т ниң хитайни кишилик һоқуқ вәзийитини баһалашқа қатнаштурғанлиқини әйиплиди
Баш шитаби париждики чеграсиз мухбирлар тәшкилати йеқинда баянат елан қилип, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң хитай, куба вә зимбабувиларниң дунядики кишилик һоқуқ вәзийитини баһалаш ишлириға қатнаштуридиғанлиқини қаттиқ әйиплиди.
Чеграсиз мухбирлар тәшкилати баянатида, "биз б д т ниң хитай, куба вә зимбабувиларни бу йил б д т кишилик һоқуқ йиғинида музакирә қилинидиған вәқәләрни бекитишкә таллиғанлиқидин интайин әпсусландуқ. Интайин ениқки, дуня әһли бу йил мәзкур үч дөләттә йүз бәргән кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлирини аңлиялмайду", деди.
Мәзкур тәшкилат йәнә, б д т ниң немә үчүн кишилик һоқуққа еғир дәриҗидә хилаплиқ қилип келиватқан бу үч дөләткә бу йилқи кишилик һоқуқ йиғинида йитәкчилик орун бәргинини чүшүнүп йитәлмигәнликини көрсәтти.
Чеграсиз мухбирлар тәшкилатиниң билдүрүшичә, хитай, куба, зимбабуви, вингирийә вә полша билән бирлишип хизмәт гурупписи тәшкилләп, бу йил 3 - айниң оттурилири җәнвәдә ечилидиған б д т кишилик һоқуқ йиғиниға қайси кишилик һоқуқ дәпсәндичилик дилолириниң сунулидиғанлиқини бикитидикән. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка хитайниң рабийә қадирни қоюп беришни тәләп қилди
- Хитай һөкүмити америкиниң димократийини илгири сүрүш һәққидики чақириқини рәт қилди
- Канада вә хитай йиллиқ кишилик сөһбитиниң даирисини кеңәйтишкә келишти
- Кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати хитайниң 2004 - йиллиқ кишилик һоқуқ вәзийитини әйиблиди
- Кишилик һоқуқ тәшкилатлири канада баш министирини хитайға бесим ишлитишкә чақирди
- Америка авам палатаси хитайниң кишилик һоқуқ вә пиланлиқ туғут сияситини тәнқид қилди