Чегрисиз мухбирлар тәшкилати ширактин кишилик һоқуқни тәкитләшни тәләп қилди


2006.10.27

Мәркизи париждики хәлқара чегрисиз мухбирлар тәшкилати хитайни зиярәт қиливатқан франсийә президенти җак ширактин хитай рәһбәрлири билән сөзләшкәндә кишилик һоқуқ мәсилисини тәкитләшни, болупму сөз әркинликини алаһидә оттуриға қоюшни тәләп қилди.

Чегрисиз мухбирлар тәшкилати алдинқи күни елан қилған баянатта, хитай һөкүмити йеқинқи бир қанчә айдин бери тәшвиқат вә җамаәт хәвпсизлик органлирини ишқа селип, ахбарат хадимлирини, интернет вә чәтәл мәтбуатлирини контрол қилишни күчәйтмәктә," дәп тәкитлигән.

Президент ширак бу сәпиридә пәйшәнбә күни хитай дөләт рәиси ху җинтав билән көрүшти вә шу күни франсийә Airbus ширкити хитай билән 10 милярд долларлиқ сода тохтамнамиси имзалап, хитайға 150 данә айрупилан ясап беришкә келишти. Аирбус ширкити хитайда айрупилан қураштуруш сехи қурушқа мақул болған.

Ширак, җүмә күни вухәнни зиярәт қилғанда франсийә хитай билән "техиму зор һәмкарлиқлар елип беришкә тәйяр," диди. Ширак, пәйшәнбә күни ху җинтав билән көрүшкәндә сода, ядро тәһдити вә кишилик һоқуқ мәсилилирини музакирә қилған.

Франсийә ташқи ишлар министирлиқи баянатчисиниң әскәртишичә, ширак хитай рәһбәрлиригә"франсийә явропа иттипақини хитайға қаритилған қорал - ярақлар имбаргосини бикар қилишқа һәйдәкчилик қилиду," дәп тәкитлигән. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.