Канада һөкүмити хитай ширкитиниң канада дөләт байриқи изникини ишләпчиқиришини чәклиди
2005.02.06
Канада һөкүмити алдинқи күни баянат елан қилип, бир хитай ширкити билән түзгән канада үчүн дөләт байриқи изникини ишләпчиқириш һәққидики тохтамни бикар қилди.
Канада федерал һөкүмитиниң аммиви ишлар министири җүмә күни елан қилған язма баянатида, "дөләт байриқи шу дөләтниң ғурури вә мәдәнийәт әнәниси билән мунасивәтлик муһим мәсилә. Уни чәтәл ширкәтлирини ишләпчиқарса болмайду" дигән.
Канада һөкүмити илгири бир хитай ширкити билән тохтам түзүп, униңға канаданиң дөләт байриқи чүшүрүлгән изнәк ишчиқиришни вакаләт қилған. Бирақ, канададики солчилар гуруһи болған йеңи демократийә партийиси канада һөкүмитини бу мәсилидә қаттиқ әйиблигән. Йеңи демократийә партийиси хитайниң кишилик һоқуқ хатирисиниң начарлиқини тәкитләп, бундақ дөләтниң канада дөләт байриқи изникини ишләпчиқиришқа лайиқ әмәсликини көрсәткән.
Йеңи демократийә партийисиниң қаттиқ бесими астида, канада һөкүмити хитай ширкити билән түзгән тохтамни бикар қилди. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Канада вә хитай йиллиқ кишилик сөһбитиниң даирисини кеңәйтишкә келишти
- Канада баш министири хитайдин"йеңи таңлиқлар" телевизийисиниң мухбирлириниң зияритигә йол қоюшни тәләп қилди
- Кишилик һоқуқ тәшкилатлири канада баш министирини хитайға бесим ишлитишкә чақирди
- Еванис хитайни пул қиммитини әркин тутушқа чақирди
- Хитай вә шәрқий җәнубий асия дөләтлири әркин сода келишими имзалиди