Явропа иттипақи хитай товарлириға чәклимә қоюш тәдбирини ақлиди


2005.05.31

явропа иттипақи сәйшәнбә күни баянат елан қилип, хитай тоқулма маллар експортиниң шиддәт билән көпийишигә чәклимә қоюшниң йитәрлик сәвәби бар, дәп көрсәтти. явропа комитети сода мәсилисидики ихтилапларда хитайни тәнқид қилиш тонини йүксәлтишкә башлиған.

явропа иттипақиниң сода комисари мандилсонниң баянатчиси, " явропа тоқумичилиқ карханилириниң зийинини толдурвалғили болмайду," дәп тәкитлиди. явропа иттипақи, бейҗиң даирилириниң хитай товарлириға чәклимә қоюш йитәрлик сәвәпкә игә әмәс, дигән әйиплишини рәт қилди. явропа иттипақиниң аял баянатчиси клавди верон - ровеллениң тәкитлишичә, улар хитай товарлириниң явропа карханилириға салған толдурвалғусиз зийинини әтраплиқ пакитлар билән оттуриға қойған.

явропа иттипақи 5 - айниң 27 - күнидин башлап дуня сода тәшкилатиниң күнлүки астида тоқулма маллар сөһбитини башлиди. Хитайниң 15 күн ичидә тоқулма маллар експортини азайтиш йолида чәклимә тәдбирилирини елишиға тоғра келиду. явропа иттипақи, әгәр хитай һөкүмити чәкләш тәдбири алмиса, брюсселниң чәкләш тәдбири алидиғанлиқини билдүргән. Клавди верон - ревилле, вақитниң қистап келиватқанлиқини агаһландурди. Әмма хитай сода министири бошиләй, явропа иттипақи билән америкиниң һәрикитини пакит асаси йоқ, дәп әйиблигән. Хитай һөкүмити дүшәнбә күни 81 хил тоқулма малниң експорт беҗини бикар қилғанлиқини җакарлиди. явропа иттипақи хитайниң бу һәрикитидин һәйран қалған. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.