Тәйвән президенти чен шүйбйән америкида кишилик һоқуқ мукапатиға еришти
2005.09.22
Тәйвән президенти чен шүйбйән латин америкисидики зияритини ахирлаштуруп тәйвәнгә қайтиштин бурун, америкида тохтап өткән болуп, бу йәрдә америка дөләт мәҗлиси кишилик һоқуқ комитети рәиси том лантос чаршәнбә күни ченға кишилик һоқуқ мукапатини бәрди.
Тәйвән мәркизи агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, тәйвән президенти чен шүйбийән америкидики мәзгилидә, хитай президенти ху җинтағавға вақит вә орун чәклимиси болмиған һәмдә һечқандақ шәрт қоюлмиған әһвалда сөһбәт өткүзүш тәкливини қойди. Буниңдин илгири чен шүйбйән, тинч, баравәр асаста һәмдә 3 - дөләттә учрушуш шәрти астида андин хитай рәһбәрлири билән көрүшидиғанлиқини тәкитләйтти.
Чен шүйбйән сөзидә йәнә, демократийә вә кишилик һоқуқниң хитайда омумлишишини һәмдә икки тәрәпниң тинч һалда ортақ мәвҗут болуп турушини үмид қилидиғанлиқини билдүрди.
Әмма чен сөзидә, хитайниң йеқинда чиқарған "дөләтни парчилашқа қарши қануни"ни әйибләп өтүп, хитайниң бу қанунни чиқиришиниң, тәйвән мәсилисини тинчсиз йолда бир тәрәп қилиш һесаблинидиғанлиқини әскәртти. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка дөләт мәҗлисиниң бир әзаси президент бушқа тәйвән мәсилиси һәққидә хәт язди
- Америка тәйвәнгә сетип бәргән уруш парахотини бу йил йәткүзмәкчи
- Тәйвән, дунядики сиясий тәсирини юқири көтүрүш үчүн хәлқаралиқ бир тәшкилат қурған
- Хитай һөкүмити, тәйвәнни мустәқиллиқ мәсилисидә йәнә агаһландурди
- Чин шүйбйән талаш- тартиштики паратус арилини зиярәт қилди