Чен шүйбйәнниң америкиға кириши аляска билән чәкләнди


2006.05.03

Тәйвән даирилириниң чаршәнбә билдүрушичә, латин америкисини зиярәт қилмақчи болған тәйвән президенти чен шүйбйәнниң америка чегрисидин кириши аляска билән чәкләнгән. Тәйвән даирилири бундақ болушида хитайниң түрткиси барлиқини билдүрмәктә.

Америка бирләшмә агентлиқи, чен шүйбйәнниң америка һөкүмитидин өзиниң парагвай вә косторикаға қилидиған 5 күнлүк зияритидә нйо-йоркта тохтап өтүшни һәмдә қайтиш йолида сан-франсискода тохташни тәләп қилғанлиқини мәлум қилди. Тәйвән ташқи ишлар министири җеймис хуаң чаршәнбә бу һәқтә инкас қайтуруп, америка һөкүмитиниң ченниң америкиға киришини аляска билән чәкләп қоюшиға рази болмайдиғанлиқини билдүрди.

Әмма у сөзидә йәнә, тәйвәнниң , иттипақдиши америка үчүн "қийинчлиқ" туғдурушниму халимайдиғанлиқини әскәртти. У бу йәрдә, америка һөкүмитиниң иран вә шималий корийиниң ядро программисиға қарши турушта хитайниң ярдимигә еришмәкчи болуватқанлиқини көрсәткән.

Чен шүйбйәнниң нйо-йорк арқилиқ америкида тохтап өтмәкчи болғанлиқидин хәвәр тапқан хитай һөкүмити өткән һәптә америкидин ченниң нйо-йоркқа киришигә йол қоймаслиқни тәләп қилған иди. Гәрчә америкиниң тәйвән билән рәсмий мунасивити болмисиму, лекин вашингтон һазирғичә тәйвәнниң әң муһим иттипақдишидур. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.