Сиясий панаһлиқ тилигән хитай депломати америка дөләт мәҗлисидә испат бәрмәкчи
2005.07.20
Авистралийидә сиясий панаһлиқ тилигән хитай депломати чен йоңлин вашингтонға келип, америка дөләт мәҗлиси кишилик һоқуқ комитети оюштурған испат бериш йиғиниға қатнашмақчи.
Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, чен йоңлин вашингтонға меңиш алдида мухбирларға, униң бу қетимлиқ сәпириниң асаслиқ мәқсиди, америка хәлқиғә хитай коммунистик партийисиниң кишилик һоқуқ вә фалунгоңға зиянкәшлик қилип кәлгән әпти-бәширисини ечип бериш икәнликини билдүргән.
37 яшлиқ чен йоңлин илгири хитай һөкүмитиниң сиднийдики консолханисиниң депломати болуп, у бу йил 5 - айда австралийә һөкүмитидин сиясий панаһлиқ тилигән һәмдә өзиниң фалунгоңчиларға һесдашлиқ қилидиғанлиқини, шуңа у хитайға қайтуриветилсә, хитай һөкүмити тәрипидин җазалиниши мумкинликини ейтқан.
Чен йоңлин йәнә хитай һөкүмитиниң австралийиниң һәр қайси җайлириға миңдин ошуқ хитай җасослирини орунлаштурғанлиқини һәмдә бу кишиләрниң назарәт қилиш вә фалонгоңчиларни аварә қилиш ишлириға мәсул икәнликини паш қилған.
Хитай һөкүмити чен йоңлин панаһлиқ тилигәндин кейин, униң сөзлириниң һәммисини ялған дәп җакарлиди. Шундақла австралийә һөкүмитиниң чен йоңлин вә униң аилисидикиләргә австралийидә мәңгүлүк туруш визиси бәргәнликигә күчлүк наразилиқ билдүрди. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хав феңҗүн, хитайниң австралийидики җасуслуқ торини паш қилидиған пакитларни елан қилди
- Сабиқ хитай дипломати австралийидә хитай ишпийонлуқ тори барлиқини билдүрди
- Америка доклатида, хитайниң америкиға қаратқан җасуслуқ һәрикәтлириниң тәһдитини мөлчәрлиди
- Хитай америкидики ишпийонлуқ паалийәтлирини күчәйтмәктә