Сабиқ хитай дипломати: хитайдики сиясий вәзийәт муқим әмәс
2005.10.25
Хитайдин йүз өригән сабиқ дипломат чен юңлин, хитайдики сиясий вәзийәт муқим болмиғанлиқтин, ғәрб ширкәтлириниң хитайға мәбләғ селиши бир хата қарар дәп билдүрди.
Чен юңлин әсли хитай ташқи ишлар министирлиқиниң авистралийә сейднийдики әлчиханисиниң дипломати иди. У кийин хитайдин йүз өрүп, авистралийидин сиясий панаһлиқ тилигән һәмдә авистиралийиниң бәш йиллиқ узартқили болидиған везисиға еришкән.
У дүшәнбә күни париˆда нутуқ сөзләп, франсийә ширкәтлирини хитайға мәбләғ салмаслиққа үндигән. Чүнки униң билдүрүшичә, хитайдики сиясий вәзийәт муқим әмәс болуп, ху җинтав вә җяң земинниң арисидики ихтилап, һөкүмәтни гүмран қилиши мумкин.
Чен юңлинниң йәнә билдүрүшичә, ғәрб дөләтлиридики тиҗарәтчиләр хитайни тәрәққи қиливатиду дәп қариған билән, хитайниң йүзәки гүллинишиниң арқисида еғир хәвп бар икән.
Чен юңлинниң сөзигә қарита, хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси куң чүән инкас қайтуруп, дөлитидин йүз өригән кишиниң гепи ишәнчлик әмәс дәп билдүрди.
Мәлуматларға қариғанда, чен юңлин илгири хитайниң австралийидә нәччә миңлиған ишпийонлири барлиқини ашкарилиған. Бирақ хитай даирилири буниму сәпсәтә дәп инкар қилған иди. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай компартийисиниң омумий йиғинида җәмийәт муқимлиқи асаслиқ музакирә қилиниду
- Сабиқ хитай дипломати чин йоңлин америка дөләт мәҗлисидә гувалиқ бәрди
- Сиясий панаһлиқ тилигән хитай депломати америка дөләт мәҗлисидә испат бәрмәкчи
- Хав феңҗүн, хитайниң австралийидики җасуслуқ торини паш қилидиған пакитларни елан қилди
- Австралийә, сиясий панаһлиқ тилигән сабиқ хитай дипломатини мәҗбурий қайтурмайдиғанлиқини билдүрди