Кишилик һоқуқ тәшкилатлири хитайни, мәшһур әйдиз паалийәтчиси ху җяни қоюп беришкә чақирди


2008.01.01

Мәркизи парижға җайлашқан чегрисиз мухбирлар тәшкилати, 28 ‏- декабир күни баянат елан қилип, хитай һөкүмитини, мәшһур әйдиз паалийәтчиси ху җяни қолға алғанлиқини әйиблиди вә уни қоюветишкә чақирди.

Ху җя, йеқинқи йиллардин бери хитайдики әйдиз кесилиниң тарқилиш әһвали вә униң хәтири һәққидә, үзлүксиз әһвал игиләп, бир тәрәптин әйдиз бимарлирини кесәлдин мудапиәлинишкә чақирса, йәнә бир тәрәптин хитай һөкүмитини, бу һәқтә җиддий тәдбир елишқа чақирған һәм дуняға хитайдики әйдиз вәзийитини паш қилип кәлгән иди.

Ху җяниң бу паалийәтлири, хитай һөкүмити тәрипидин қутратқулуқ дәп қарилип, у көп қетим назарәт астиға елинған вә сораққа тартилған иди. Йеқинда у, дөләт һакимийитини ағдурушқа урунуш җинайити билән әйиблинип тәкрар қолға елинған. Ху җяниң паалийәтлири болса, чәтәлдики кишилик һоқуқ җәмийәтлириниң алқишиға еришкән вә аилиси буйичә бу йил 5 ‏- декабирда, чегрисиз мухбирлар тәшкилати хитай кишилик һоқуқ паалийәтчилири үчүн тәсис қилған алаһидә мукапатқа еришкән иди.

Чегрисиз мухбирлар тәшкилати бу қетимқи баянатида, хитай һөкүмитини ху җяни дәрһал қоюветишкә чақириш билән тәң явропа бирликини хитайға бесим ишлитишкә чақирди. (Шөһрәт һошур)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.