Америка мәркизий ахбарат идариси хитайниң ядро қораллириға аит доклатини ашкарилиди
2004.10.20
Америка мәркизий ахбарат идариси йеқинда, хитайниң ядро қораллири тәрәққиятиға аит мәхпий матиялларни ашкарилап, хитайниң 1964 - йилидики тунҗи атом синиқидин буян, ядро қораллар тәрәққиятиниң кишини һәйран қалдуридиған дәриҗидә тез болғанлиқини мәлум қилди.
Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвиридә көрситилишичә, бу матирияллар америка мәркизий ахбарат агентлиқиниң йәккә гуруппида ашкарилиған әң чоң матириял һесаблинидиған болуп, униңда хитайниң -1976 йилиғичә болған 30 йилдики һәрбий вә сиясий вәзийити һәм арқа көрүнүши хатириләнгән.
Доклатта йәнә, хитайдики мәдәнийәт инқилави, тез сүрәттә санаәтлишиш, хитай коммунист партийисиниң тәйвәнгә қаратқан сиясити вә совет иттипақиниң парчилинишиға тутқан сиясий мәйдани тәпсилий тонуштурулған икән.
Шундақла бу матирияллар америка мәркизий ахбарат идарисиниң 71 парчә доклатидин тәшкил қилған болуп, бу кишиләрниң америка мәнпәәти вә бихәтәрликигә үзлүксиз риқабәт боливатқан хитайниң бүгүнки сияситини чүшиништә интайин муһим рол ойнайдиғанлиқи илгири сүрүлмәктә. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай 40 йилдин буян уйғур елида атом бомба синақлирини елип барди
- Шималий корийиниң 2 - нумурлуқ рәһбири ким юңнәм хитайни зиярәт қилди
- Америка тәкшүргүчиси ирақниң ядро қоралларға игә әмәсликини билдүрди
- Америка хитайниң йәттә ширкитигә иқтисади җаза йүргүзди
- Шимали корийә ядро қораллардин ваз кәчмәйдиғанлиқини җакарлиди
- Шималий корийә һөкүмити 9 - сентәбирдики чоң партлаш һәққидә чүшәндүрүш бәрди
- Хитай билән америка ядро қораллар мәсилисидә ихтилабларни һәл қилишқа қарап йүзләнди